Тайландта тутуп турулуватқан уйғурларниң қоюп берилиши тәхирсиз мәсилигә айланмақта

Истанбулдин ихтиярий мухбиримиз арслан тәйярлиди
2024.11.21
taylandtiki-uyghur-musapir.jpg Тайланд мусапирлар лагерида тутуп турулуватқан уйғур мусапирлар. 2014-Йили ноябир, тайланд.
RFA/Arslan

“ню-йорк вақти гезити” ниң 8-ноябир күнидики хәвиридә, һәсән имам исимлик уйғур яшниң сәргүзәштлири арқилиқ, тайландта тутуп турулуватқан уйғурларниң сани, уларниң немә сәвәбтин чәт әлгә қечип чиққанлиқи, бир қисминиң түркийәгә келиши, бир қисминиң хитайға қайтурулуши, нөвәттә тайланд түрмисидә тутуп турулуватқан 48 уйғурниң ечинишлиқ әһвали йорутуп берилгәниди.

Бу хәвәр елан қилинғандин кейин, 11-ноябир күни, хитай ишлири хәлқара парламентлар бирләшмиси (IPAC) б д т ниң мусапирлар кишилик һоқуқ ишлириға мәсул комиссариға учуқ хәт йезип, тайландта он йилдин буян тутуп турулуватқан 48 нәпәр уйғурниң бихәтәрликигә капаләтлик қилишни, уларни хитайға қайтурмай, бәлки бихәтәр дөләтләргә өткүзүп беришни тәләп қилди.

Тайландта тутуп турулуватқан 48 уйғурға түркийә сиясий панаһлиқ берәмду? уларни қутулдуруш үчүн түркийә ташқи ишлар министирлиқи бирәр дипломатик хизмәт ишләватамду? уларниң ақивити тоғрисида буниңдин кейин немә ишларни қилалайду? биз бу соалларниң җавабиға еришиш үчүн түркийә ташқи ишлар министирлиқиға телефон қилдуқ. Улар тайландта тутуп турулуватқан уйғурларни қутулдуруш тоғрисида сориған соаллиримизға ениқ җаваб бәрмиди, телефонни алған ташқи ишлар министирлиқи хадими, бу һәқтә телефонда мәлумат берәлмәйдиғанлиқини, керәк болса түркийәниң тайландтики әлчиханисидин соришимизни билдүрди.

Биз йәнә юқиридики соалларға җаваб тепиш үчүн түркийә ички ишлар министирлиқиға қарашлиқ мусапирлар ишлири идарисиниң әнқәрәдики мәркизигә телефон қилдуқ, бирақ телефонға җаваб бәрмиди.

Биз тайландтики уйғурларниң әһвали тоғрисида мәлумат елиш үчүн 2018-йили 10-айда 12 уйғур билән тайланд түрмисидин қутулуп түркийәгә кәлгән вә һазир истанбулда олтурақлашқан һәсән имамға телефон қилдуқ, бирақ у өзиниң алдираш ишләватқанлиқини, кейин вақит чиққанда сөзләп беридиғанлиқини билдүрди. Биз йәнә һәсән имам билән тайландтин истанбулға бирликтә кәлгән әзимәт билән сөһбәт елип бардуқ.

Тайланд мусапирлар лагерида тутуп турулуватқан уйғур мусапирлар. 2014-Йили ноябир, тайланд.
Тайланд мусапирлар лагерида тутуп турулуватқан уйғур мусапирлар. 2014-Йили ноябир, тайланд.
RFA/Arslan

Әзимәт тайландта тутуп турулуватқан уйғурлар билән алақиси барлиқини билдүрүп мундақ деди: “тайландтики қериндашлар билән көрүшүп туруватимиз, улардин бир иккиси торға чиқалайду, улар торға чиққанда көрүшәләймиз, болмиса көрүшәлмәймиз, әң ахири бир ай илгири көрүшкән идуқ, у балиларниң әһвали тоғрисида сақчилар яхшилиниш бар дегәникән, униңдин башқа алаһидә бир ишни билмәймиз”.

Әзимәтниң билдүрүшичә, тайландтики 48 уйғур илгири бир қанчә шәһәрдә айрим-айрим қамалған болуп, икки йилдин буян баңкокта бир орунда тутуп турулмақта икән.

Инсан һәқлирини көзитиш тәшкилатиниң (HRW) бу һәқтики доклатида билдүрүшичә, 2014-йилидин башлап тайландта тәхминән 350 уйғур тутулған болуп, буниң ичидә 172 аял вә бала 2015-йили 7-айда түркийәгә йөткәп орунлаштурулған. 109 Әр киши хитайниң бесими билән хитайға қайтурулған болуп, шуниңдин буян из-дерәксиз ғайиб болған. Һазир тайландта тутуп турулуватқан 48 уйғур начар түрмә шараитида туруватқан болуп, бултур абдуллаһ абдуләзиз, мәттохти мәтқурбан исимлик икки уйғурниң түрмидә қаза қилғанлиқи мәлум болғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.