5 - Июл үрүмчи вәқәси әкс әттүрүлгән фото сүрәтләр әнқәрә хәлқаралиқ көргәзмидә
Мухбиримиз әркин тарим
2009.09.28
2009.09.28
RFA Photo / Erkin Tarim
Фестивалға, өзбекистан, түркмәнистан, шималий сипурус түрк җумһурийити, ирақ түркмәнлири вә түркийиниң һәрқайси вилайәтлиридин болуп 30 әтрапида аммиви тәшкилат қатнишип мәхсус бөлмә ечип өз мәдәнийәтлирини тонуштурмақта.
Уйғурларға вакалитән шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити мәхсус бөлмә ечип, 5 - июл үрүмчи вәқәси әкис әттүрүлгән 100 парчә рәсимни көргәзмә қилмақта. Булардин башқа уйғурлар көргәзмидә йәнә, уйғурлар һәққидә нәшир қилинған китаб вә "көк байрақ" намлиқ журналларни тарқатти.
9 - Айниң 26 - күнидин 10 - айниң 4 - күнигичә давам қилидиған хәлқаралиқ анатолийә фестивалиниң ечилиш мурасимиға 2000 дин артуқ киши қатнашти. Фестивалниң ечилиш мурасимида әнқәрә әтимәсқут районлуқ һөкүмәт башлиқи әнвәр дәмирәл әпәнди сөз қилди. У сөзидә уйғур мәсилиси һәққидиму тохталди.
Биз көргәзмә бөлмисини айлинип йүрүп көргәзмигә қатнашқан уйғур, түрк вә чәтәлликләр билән сөһбәт өткүздуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.