Америкидики уйғурлар президент обамадин америкиниң қиммәт қаришиға игә чиқишини тәләп қилди
2012.11.07

Америка хәлқи обамани тәбрикләш билән биргә, униң бәргән вәдилирини әмәлийләштүрүп, америкини техиму гүлләндүрүшини үмид қилмақта. Биз бу мунасивәт билән америкида яшаватқан уйғурларға телефон қилип, уларниң көз қарашлирини алдуқ.
6-Ноябир күни сайлам күни әтигәндин башлап һәрқайси биләт ташлаш орунлириға йетип кәлгән америка хәлқи демократик тәртипләр бойичә биләт ташлап, өзлириниң президентини таллап чиқти. Америка президенти барак обама мит ромнейни йеңип чиқип, призидентлиқини йәнә 4 йил давам қилдурушни қолға кәлтүрди. Обаманиң ғәлибиси елан қилинғандин кейин, дунядики һәрқайси дөләт рәһбәрлири вә шундақла хәлқара кәчүрүм тәшкилати, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиға охшаш хәлқарадики түрлүк чоң орган-қурулушлар арқа-арқидин баянат елан қилип, обамани тәбриклиди вә шундақла өзлириниң обамадин күтидиған үмидлирини оттуриға қоюшти.
Биз бу мунасивәт билән америкида яшаватқан уйғурларниңму көңүл сөзлирини аңлап беқишни мувапиқ тепип, америка уйғур бирләшмиси рәиси алим сейитоф әпәнди, америка аләм пән-техникиси идариси насаниң тәтқиқатчиси әркин сидиқ әпәнди вә америкидики уйғур зиялийси илшат һәсән әпәндиләрни зиярәт қилдуқ.
Бу сөһбәтдашлиримиз һәммсиси охшимиған нуқтилардин өзлириниң обаманиң қайта сайлинишиға болған көз қарашлирини баян қилип өтүшти. Әмма сөһбәт давамида биз шуни һес қилдуқки, уларниң омабадин күтидиған үмиди охшаш. Йәни улар президент обаманиң америкиниң қиммәт қаришиға игә чиқип, дунядики кишилик һоқуқ мәсилилиригә, езиливатқан хәлқләрниң тәқдиригә көңөл бөлүштәк мәйданида чиң турушни тәләп қилди.
Һөрмәтлик оқурмәнләр, сөһбәтдашлиримизниң тәләп-пикирлириниң тәпсилатини юқиридики улиниш арқилиқ аңлиғайсиләр.