Әлнигар илтәбир: ахбаратниң инсан һәқлири вә демократийини илгири сүрүштики күчи

Естонийиниң пайтәхти таллин шәһиридә өткүзүлгән 4-нөвәтлик хәлқаралиқ уйғур аяллирини демократийә вә инсан һәқлири бойичә тәрбийиләш курсида мутәхәссисләр уйғур аялларға һәрхил темиларда лексийә сөзлиди.
Бәзи темилар кишиләрниң диққәт етибарини қозғиди. Булардин бири америка мариланд университетида докторлуқ унвани үчүн оқуватқан әлнигар илтәбир ханим бәргән “ахбаратниң инсан һәқлири вә демократийини илгири сүрүштики күчи” мавзулуқ доклаттур. У, доклатида ахбарат васитилири дегән немә? ахбарат васитисиниң яхши вә яман тәрипи немә? қандақ қилғанда ахбарат васитилиридин үнүмлүк пайдиланғили болиду? уйғурлар ахбарат васитилиридин қандақ пайдилиниши керәк? дегәнгә охшаш соалларға қарита өз көз қаришини оттуриға қойди. Биз бүгүнки программимизда әлнигар илтәбир ханимниң аяллар курсида бәргән бу доклатиниң мәзмунлирини тонуштуримиз.
Юқиридики аваз улинишидин тәпсилатини аңлиғайсиләр.