Җәнубий австралийидә балилар һәптилики өткүзүлди

10-Айниң 20-күни җәнубий австралийидә өткүзүлгән балилар һәптиликигә уйғур тили мәктипиму қатнашти.
Ихтиярий мухбиримиз абидә
2012.10.22
balilar-heptiliki-awstraliye-uyghur-til-mektep-305.jpg Җәнубий австралийидә өткүзүлгән балилар һәптиликигә уйғур тили мәктипиму қатнашти. 2012-Йили 20-өктәбир, австралийә.
RFA/Abide

Әтигән саәт10.30 Да башланған бу паалийәткә 30 дин артуқ башқа мәктәпләр қатнашқан болуп, уйғур мәктәп оқуғучилири өзлириниң миллийчә кийимлирини кийип, оқутқучи вә ата-аниларниң йетәкчиликидә параттин өтти.

Бу паалийәт җәнубий австралийидә йиллардин бири өткүзүлүп келиватқан болуп, австралийидә яшаватқан һәр милләт хәлқиниң кийим-кечәк вә сәнәт мәдәнийитини австралийә хәлқигә һәм шундақла көплигән милләтләргә тонуштуруши үчүн яхши бир шараит һазирлап бәргән.

Паалийәткә җәнубий австралийә маарип министири һүй вәнли әпәнди башчилиқидики маарип мәсуллири қатнашқан болуп, улар ичилиш мурасимида тәбрик сөзи қилди.

Уйғур мәктәп оқуғучилири һәр йиллардикидәк бу паалийәткә қатнишип, өзлириниң нәпис усуллири вә рәңдар миллийчә кийимлири билән паалийәткә қатнашқан тамашибинларниң қәлбини ләрзигә салди. Улар шох һәрикәтлири билән көпчиликни һәйран қалдурупла қалмай, өз талантлири вә җапалиқ мәшиқлири арқилиқ уйғур миллитини йәнә бир қетим австралийә хәлқигә тонуштурди.

Паалийәт һәққидә техиму ениқ учурларға еришиш үчүн шәрқий түркистан австралийә җәмийитиниң катипи нурмуһәммәт түркистан әпәндини зиярәт қилдуқ.

Бүгүнки бу паалийәткә қатнашқан уйғур тили мәктәп оқуғучилиридин бири паалийәттин кийин зияритимизни қобул қилди.

30 Дин артуқ мәктәпниң, һәр милләт хәлқиниң сәнәт номурлирини көрситиши билән баштин -ахир интайин қизғин кәйпиятта илип берилған бу паалийәт чүштин кийин саәт 2 дә аяғлашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.