Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 65 - нөвәтлик омумий йиғинида кишилик һоқуқ тәкитләнди

Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң баш катипи бан кемун б д т ниң 65 - нөвәтлик омумий йиғинида һәрқайси дөләтләрдин кәлгән рәһбәрләргә ечилиш нутқи қилди. У ечилиш нутқида, дуня дөләтлирини барғансери еғирлишип бериватқан мәсилиләрни һәл қилиш үчүн бирликтә һәрикәт қилишқа чақирди.
Мухбиримиз ирадә
2010.09.24
BDT-UN-Bankimun-sozde-0920-2010-305 Сүрәттә, 20 - сентәбир, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң баш катипи бан кемун б д т ниң 65 - нөвәтлик омумий йиғинида һәрқайси дөләтләрдин кәлгән рәһбәрләргә ечилиш нутқи сөзлимәктә.
AFP Photo

У сөзидә, б д т ниң ядро қораллири вә намратлиқтин халий, техиму йешил вә техиму бихәтәр бир дуня яритиш үчүн хизмәт қиливатқанлиқини билдүрүп "техиму гүзәл бир дуня бәрпа қилиш үчүн, бирләшкән дөләтләр тәшкилатини күчәйтип қуруп чиқишимиз керәк," дегән.

Баш катип бан кимун сөзидә кишилик һоқуқ мәсилиси үстидиму тохталди. У, пуқраларниң һоқуқлирини дәпсәндә қиливатқан дөләт вә һөкүмәтләрни агаһландуруп "адаләт болмай туруп, тинчлиқ болмайду. Мәйли кичик болсун, мәйли чоң болсун, қандақлики дөләт болушидин қәтийнәзәр өз пуқралириниң һәқлирини дәпсәндә қилидикән, у чоқум җазаға тартилиду" деди.

Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң омумий йиғини бир һәптә давам қилидиған болуп, бу йиғин һәрқайси дөләтләрниң дипломатийиси үчүн муһим сорунға айланди. Дуня иқтисадини юқири көтүрүш вә тинчлиқ бәрпа қилиш ,йиғинниң муһим күн тәртипигә айланди.

Йиғинда америка президенти барак обамаму муһим сөз қилди. У сөзидә, дунядики намратлиқини азайтиш үчүн, намратлиқтин қутулушни арзу қилидиған дөләтләр билән америкиниң бундин кейинму һәмкарлишидиғанлиқини тәкитлиди. Америка президенти нутқида кишилик һоқуқ вә әркинликниң америкиниң тәврәнмәс идийиси икәнликини тәкитлиди.

У мундақ деди: "дуняда әркинлик, адаләт вә тинчлиқ болуши үчүн, алди билән һәр бир адәм өз һаятида әркинликкә, адаләткә вә тинчлиққа игә болуши керәк. Бу америка үчүн әхлақий вә әмәлий бир мәҗбурийәттур. Худди роберт кенндий ейтқандәк, һәрқандақ бир гуруппа, тәшкилат вә дөләт худа тәрипидин яритилған қиммәтлик инсанниң мәнпәәтни қоғдаш үчүн мәвҗут болиду. Шуңа биз чоқум универсал қиммәт қариши үчүн һәрикәткә өтүшимиз керәк. Биз тәҗрибилиримизни чиқиш нуқитиси қилип туруп шундақ ейталаймизки, пуқралириниң юқиридики һоқуқлирини қоғдиғанлар бизниң йеқин достимиз, шерикимиз; әмма уни рәт қилған һәрқандақ террорчилар гуруппилар вә зораван һөкүмәтләр бизниң дүшминимиздур!"

Обама сөзиниң давамида, дуняда зораванлиқниң, зулумниң техи аяғлашмиғанлиқини, пуқраларниң һоқуқлирини дәпсәндә қилидиған әһвалларниң һелиһәм мәвҗут икәнликини баян қилип, дуня миқясида йүз бәргән иқтисадий кризисниң кишлик һоқуқ мәсилисигә тәсир йәткүзмәслики керәкликини тәкитлиди.

Америка президенти барак обама сөзидә америкиниң дунядики намрат дөләтләрни намратлиқтин қутулдурушниң чариси үстидә издиниватқанлиқини вә буниңға изчил ярдәм қилип кәлгәнликини баян қилған. У мундақ дегән: "инсанийәтни енергийә вә иҗадчанлиқтин мәһрум қилидиған йепиқ һәм чирик иқтисадий түзүлмиләрниң заваллиқи үчүн, америка очуқ ашкара һөкүмәт тәшкилләшни қоллайдиған дуня бәрпа қилишқа һәрикәт қилип келиватиду." У йәнә, иқтисадий тәрәққиятниң кишилик һоқуқни илгири сүрүштә муһим рол ойнайдиғанлиқини билдүргән.

У сөзиниң ахирида, америкиниң дуняда демократийини илгири сүрүш үчүн давамлиқ хизмәт қилидиғанлиқини, һәр вақит авазсизларниң авази болушқа давам қилидиғанлиқини ейтти.

У, интернет әркинлики, учур - алақә әркинлики мәсилиси үстидә тохтилип, америкиниң һәр вақит әркин вә очуқ интернетни, кишиләрниң өз - ара әркин алақә қилиш, учурға еришиш әркинликини қоллайдиғанлиқини билдүрди вә бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики һәрқайси дөләтләрни кишилик һоқуқни илгири сүрүш үчүн күч чиқиришқа чақирди.

Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң омумий йиғини 30 - сентәбир аяғлишиду. Йиғинда һәрқайси дөләтләрниң өз - ара айрим учришишлириму елип берилиду. Буниңда америкиниң иран, судан, йәмән қатарлиқ дөләтләр билән елип берилидиған учришишлириниң муһимлиқи хәвәр қилинмақта.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.