Б д т баш штаби алдида намайиш өткүзүлди

Б д т ниң 2009 ‏- йиллиқ омуми йиғини сәйшәнбә күни америкиниң ню йорк шәһиридики баш штабида башланди. Қурултайға қатнишидиған һәр қайси дөләт вә һөкүмәт рәһбәрлириниң ичидә хитай рәһбири ху җинтавму бар.
Мухбиримиз елтәбир
2009.09.22
22-Sentebir-UN-BDT-aldida-Xu-Jintawgha-qarshi-namayish-305.jpg Сүрәттә, америкидики уйғурлар, тибәт, хитай демокиратчилар вә башқа хитайға қарши күчләр билән биргә, 22 - сентәбир, америкиниң нйу йорк шәһиридики баш штабида башланған, б д т ниң 2009 ‏- йиллиқ омуми йиғиниға қатнишиватқан хитай рәһбири ху җинтавға қарши өткүзүлгән намайиштин бир көрүнүш.
RFA Photo

Бу қетимқи қурултай 5‏ - июл вәқәсиниң көләңгүси ахирлашмиған, уйғур елидики бастуруш сиясити еғирлашқан мәзгилгә тоғра кәлгән иди. Шуңа америкидики уйғурлар қурултай башланған күни б д т баш штаби алдида намайиш қилип, ху җинтавға наразилиқ билдүрди.

Юқиридики аваз улинишидин, мухбиримиз абликим елтәбирниң бу һәқтә нәқ мәйдандин бәргән мәлуматиға қулуқ салғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.