Франсийә, әнглийә һазир ливийидә қозғилаңчиларни қоғдаш үчүн һәр вақит тәйяр
2011.03.18
Б д т бихәтәрлик кеңиши ливийә асминида учушқа болмайдиған район бәлгиләш һәққидә қарар мақуллиди. Америка авазиниң баян қилишичә, б д т бихәтәрлик кеңишигә әза 15 дөләтниң 10и қоллап аваз бәрди. Русийә, хитай, германийә, бразилийә вә һиндистандин ибарәт 5 дөләт аваз бериш һоқуқидин ваз кәчти. Әмма б д т ниң даимий әзаси болған хитай билән русийә бу қетим рәт қилиш һоқуқини ишләтмиди.
Б д т бихәтәрлик кеңишиниң қарарида, ливийә асминида учушқа болмайдиған район бәлгиләш - ливийә хәлқини казафий қисимлириниң һуҗумидин сақлашни мәқсәт қилиду, бу мәқсәт үчүн зөрүр болған һәр қандақ тәдбир қоллинишқа болиду; ливийә асминида “учушқа болмайду” дәп бәлгиләнгән даиридә бир қисим айропиланларниң, болупму һәрбий айропиланларниң учуши чәклиниду, дәп көрситилди.
Ройтрс агентлиқиниң бейҗиңдин баян қилишичә, б д т бихәтәрлик кеңишиниң, ливийә асминида учушқа болмайдиған район бәлгиләш һәққидики қарарида, франсийә, әнглийиләргә казафий қисимлириға қарита зөрүр болған һәр қандақ тәдбир қоллинишқа һоқуқ бәргәнликигә хитай бүгүн наразилиқ билдүрди вә бихәтәрлик кеңишиниң қарариға қарши пикрини сақлап қалидиғанлиқини билдүрди. Хитай ташқи министирлиқиниң баянатчиси җаң йүниң ейтишичә, ливийә асминида учушқа болмайдиған район бәлгиләшни әрәб дөләтлири тәшәббус қилғанлиқи үчүнла, хитай бихәтәрлик кеңишиниң қарариға қарита рәт қилиш һоқуқини ишләтмигән.
Әнглийидә чиқидиған “телеграф” гезити бүгүн ливийә вәзийитигә даир йеңи учурларни хәвәр қилди. Мәлум болушичә, казафий бүгүн әтигән саәт 6 дә, әгәр ғәрб күчлири ливийә даирисидә, ливийә түзүмигә қарши һәрбий һуҗумға өтсә, ливийә күчлири оттура деңиз тәвәсидин өтидиған йолучи айропиланларни өз ичигә алған һәр қандақ айропиланға һуҗум қилиду дәп җакарлиди.
“телеграф” гезитиниң бүгүн әтигән саәт 9 да хәвәр қилишичә, ливийидики қозғилаңчилар б д т бихәтәрлик кеңишиниң, ливийә асминида учушқа болмайдиған район бәлгиләш қарарини дағдуғилиқ тәбриклиди. Бу вақитта, франсийә баянат елан қилип, казафийға қарши қозғилаң көтүргән хәлқни қоғдаш үчүн һәр вақит тәйяр икәнликини, казафий әгәр хәлққә һуҗум қилсила, униңға қарита қоллинидиған һәрбий һәрикәтни бир саәт ичидә башлайдиғанлиқини җакарлиди.
“телеграф” гезитиниң бүгүн әтигән саәт 11 дә хәвәр қилишичә, әнглийә баш министири давит камирун баянатида, әгәр мустәбит казафийниң қисимлири қозғилаңчилар райониға қуруқлуқтин һуҗум қилип хәлқни қирса, әнглийиниң бомбардиманчи айропиланлири бир саәт ичидә униңға қарши зөрүр болған һәрикәткә өтидиғанлиқини җакарлиди.
“волт стрт” гезитиниң бүгүн чүш вақти саәт 12 дә хәвәр қилишичә, мисирниң ливийә қозғилаңчилириға әвәткән һәрбий ярдими чеградин өтти. Мисирниң бу қетим ливийигә әвәткән ярдими, пәқәт хәлқ мунтизим қисимларниң һуҗумидин сақлиништа қоллиналайдиған йеник һәм қулай һәрбий қораллардин ибарәт.
“телеграф” гезитиниң бүгүн саәт 12 дин 50 минут өткәндә хәвәр қилишичә, ливийә ташқи ишлар министири мосса кавса баянатида, ливийә б д т ниң қарариға бинаән өзиниң һава территорийисини дәрһал тақайду, ливийидики урушларни тохтитиду, ливийә хәлқини һәр қандақ чәтәл күчлиридин сақлайду дәп җакарлиди. Ливийә баянатчиси муса ибраһимниң ройтрс агентлиқиға ейтишичә, триполи өзиниң уруш тохтатқанлиқини көзитишкә түркийә, малта даирилирини тәклип қилған.
“телеграф” гезитиниң бүгүн саәт 12 дин 57 минут өткәндә хәвәр қилишичә, казафий қисимлири қозғилаңчилар идарә қиливатқан мисрата шәһиригә еғир зәмбирәкләр билән һуҗум қозғиди. Қозғилаңчилар сепидики җәңчи саадун, бу казафийчиларниң бизгә қозғиған әң қаттиқ һуҗуми болуп һесаблиниду, дәп чүшәндүрди. Қозғилаңчиларниң баянатчиси гемал болса, бу қетим казафий қисимлири бизниң ливийиниң ғәрб тәрипидики истиһкамлиримиз бар җайлардики өйләрниму, мәсчитләрниму, омумән йәр йүзидә көтүрүлүп турған һәммә нәрсини бомбардиман қилишқа башлиди, деди.
Хитайниң шинхуа агентлиқи бүгүн кәч саәт 20 дә, ливийә ташқи ишлар министири мосса кавса бүгүн баянат елан қилип, б д т ниң ливийидә учушқа болмайдиған район бәлгиләш қарарини қобул қилип, уруш тохтатқанлиқини вә башқа һәр қандақ һәрбий һәрикәтләрни тохтатқанлиқини җакарлиди, дәп хәвәр елан қилди.