Чиңгиз айтматов вә уйғурлар
Мухбиримиз әркин тарим
2009.06.09
2009.06.09

RFA Photo / Erkin Tarim
Чиңгиз айтматовниң уйғурларға алаһидә сөйгү - муһәббити бар болуп, униң дадиси сталин мәзгилидә 36 уйғур билән бирликтә қирғизистанниң ойташ йезисида пантүркист дәп әйиблинип өлтүрүлгән.
Совет иттипақи йимирилип қирғизистан мустәқил болғандин кейин, чиңгиз айтматовниң тәшәббуси билән буларниң қәбристанлиқи ясалған. Бу қәбристанлиққа ата мазири дәп исим берилгән.
Һазир кагошима университетида оқутқучи болуп ишләватқан др. Һаҗи қутлуқ қадири әпәнди 2007 - йили чиңгиз айтматов билән биллә бу мазарлиқни зиярәт қилған вә даңлиқ язғучи чиңгиз айтматов билән уйғурлар һәққидә сөһбәт елип барған болуп, бу һәқтә зияритимизни қобул қилиди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.