Далай лама японийә уйғур җәмийитиниң башлиқи илһам мәхмутни қобул қилди

Тибәтләрниң роһаний лидери далай лама, японийигә елип бериватқан рәсми зиярити җәрянида 11 - айниң 1 - күни токйодики рояпарис меһманханисида японийә уйғур җәмийити башлиқи илһам мәхмутни қобул қилған.
Мухбиримиз үмидвар
2008.11.02
Dalaylama-ilham-305.jpg 10 - Айниң 31 - күни, йапонийә уйғур җәмийити башлиқи илһам мәхмут әпәндиниң тибәтләрниң роһаний лидери далай лама билән көрүшүватқан көрүнүш.
RFA Photo / Erkin Tarim

Далайлама билән елип берилған учришишта тибәтләрниң роһаний лидери далай лама, илһам мәхмут әпәндигә, тибәт мәсилисини тинчлиқ йоли билән һәл қилиш, алий аптономийә һоқуқини қолға кәлтүрүш нийитидин һәргиз янмайдиғанлиқини, хитайниң һазирқи позитсийисидин қаттиқ үмидсизлиниватқанлиқини, уйғурларниң өз мәсилисини тинчлиқ йоли билән һәл қилиши керәкликини үмид қилидиғанлиқини ейтқан.

Буниңға җавабән, японийә уйғур җәмийити башлиқи илһам мәхмут әпәнди, уйғурларниң тинчлиқ йол билән уйғур мәсилисини һәл қилишни арзу қиливатқанлиқини, әмма хитай һөкүмитиниң уйғур мәсилисигә сәл қараватқанлиқини, әгәр хитайниң бу идийиси давамлишивәрсә уйғурларниңму буниңдин башқа йолларни таллаштин өзини тартмайдиғанлиқини ейтқан.

Тибәтләрниң роһаний лидери далай лама 10 - айниң 31 - күни җилоң җиукоу намлиқ тибәтниң паалийәтлирини қоллап қуввәтләш гурупписи орунлаштурған паалийәткә қатнашқан болуп, далай лама бирқанчә шәһәрдә нутуқ сөзлигәндин кейин 11 - айниң 8 - күни һиндистанға қайтидикән. Тибәтләрниң роһаний даһийси далай лама 11 - айниң 6 - күни токйода доклат беридиған болуп, бу йиғилишқа японийә уйғур җәмийитиму алаһидә тәклип қилинған.

Буниңдин илгири дуня уйғур қурултийиниң рәиси, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим далай лама билән бир қанчә қетим учришип, уйғур - тибәт мәсилилирини музакирә қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.