Диний зат абдуләзиз әпәнди сәуди әрәбистандики уйғур оқуғучиларни хитайниң дамиға дәссимәсликкә чақирди

Сәуди әрәбистандики хитай әлчиханисиниң мәдинә университетидики уйғур оқуғучиларни қойниға тартишқа урунуши муһаҗирәттики уйғур паалийәтчилириниң диққитини қозғиди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.03.24

Түркийидики уйғур паалийәтчи һәм диний зат абдуләзиз әпәнди бүгүн мухбиримизниң зияритини қобул қилип, сәудидики уйғур оқуғучиларни хитай әлчиханисиниң дамиға дәссимәсликкә чақирди. У хитай әлчиханисиниң уйғур оқуғучиларға ярдәм пули бәрмәкчи болушини, мәзкур оқуғучиларни өзлиригә бойсундуруш вә уларниң әхлақий җәһәттики паклиқини булғаш дәп чүшәндүрди.

Абдуләзиз әпәнди хитай әлчиханисидин берилгән пулни қобул қилиш-қилмаслиқ мәсилисини мундақ үч нуқтидин чүшәндүрди. Униң билдүрүшичә, бу алди билән бир миллий мәйдан мәсилиси. Нөвәттә муһаҗирәттики уйғур тәшкилатлири, уйғур хәлқиниң хитайниң һакимийитини қобул қилалмайдиғанлиқини, хитайниң уйғурларни пәқәт қорал күчигә тайинипла идарә қиливатқанлиқини оттуриға қоймақта. Хитай һакимийити болса, уйғурларниң хитай һакимийитини қоллайдиғанлиқини, қарши турғучиларниң аз сандики кишиләр икәнликини билдүрмәктә. Абдуләзиз әпәндиниң қаришичә, хитай әлчиханисидин берилгән пулни қобул қилиш хитайниң юқириқи пикрини тәстиқлаш вә униңға испат болуш демәктур.

Абдуләзиз әпәндиниң билдүрүшичә, мәсилиниң иккинчи тәрипи диний принсипларға четишлиқтур. Ислам дини кишиләрни һәқ-наһәқ мәсилисидә мәйдани ениқ болушқа, залимға вә зораванға шерик болмаслиққа чақириду. Хитай әлчиханисидин ярдәм пули елиш уларни тәбиий һалда әлчихана билән алақә орнитишқа, әлчиханиниң паалийәтлиригә қатнишишқа вә ахирқи һесабта улар үчүн хизмәт қилишқа елип бариду.

Абдуләзиз әпәндиниң йәнә билдүрүшичә, мәсилиниң йәнә бир диққәткә сазавәр тәрипи инсаний әхлақ мәсилисидур. Абдуләзиз әпәнди хитай әлчиханисиниң уйғур оқуғучиларға пул ярдәм қилиш арқилиқ уларниң әхлақ тарихиға дағ чүшүрмәкчи болуватқанлиқини, бу арқилиқ уларниң хәлқ ичидики иззәт-абройини йәргә урмақчи вә җамаәтниң алдида сөзи өтмәс вә карға кәлмәс бир кишигә айландуруп қоюш қәстидә икәнликини алаһидә әскәртиду.

Юқирида диний зат абдуләзиз әпәндиниң хитай әлчиханисиниң ярдәм пули һәққидики қарашлирини диққитиңларға сундуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.