Дуня уйғур яшлириниң қериндашлиқ учришиши ахирлашти
Мухбиримиз әкрәм
2010.10.26
2010.10.26
RFA Photo / Ekrem
Мурасимға д у қ муавин рәиси әсқәрҗан, баш катип долқун әйса, д у қ ниң яврупа парламентидики вәкили мәмәт тохти қатарлиқ қурултай рәһбәрлириму қатнашти.
9 Дөләттин кәлгән 50 әтрапида яш оғул - қизлар бу мурасимда үч күнлүк йиғинда қолға кәлтүргән нәтиҗилирини миллий нахша - усуллири билән тәбрикләшти. Д у қ яшлар комитетиниң рәиси ғәюр әпәндим бу қетимқи уйғур яшлириниң хәлқаралиқ йиғилишиниң өзи көзлигәндин зиядә нәтиҗә яратқанлиқини тилға алди.
Йиғинға қатнашқан яшлар зияритимизни қобул қилғанда, һәммисила дегүдәк бу йиғиндин көп мәмнун болғанлиқини ипадилиди.
Д у қ яшлар комитетиниң рәиси ғәюр әпәнди бу қетимқи уйғур яшлириниң хәлқаралиқ учришиш йиғинида һасил қилинған пикир бирлики вә пилан - программилирини қисқичә тонуштуруп өтти.
Д у қ ниң яврупа парламентидики вәкили мәмәт тохти әпәнди болса, пүтүн дөләтләрдики ата - аниларни яшларниң бу паалийәтлирини қизғин қоллашқа чақирди.
Йиғинниң ечилиш мурасимида нутуқ сөзлигән америкиниң хәлқара демократийини илгири сүрүш фондиниң хадими луиса ханим, уйғур яшлириниң бу қетимқи учришишиға юқири баһа бәргән вә бу паалийәтниң кәлгүси тәрәққиятиниң техиму парлақ болушиға тиләкдашлиқ билдүргән иди. Қурултай муавин рәиси әсқәрҗан әпәндиму тәбрик нутқи сөзләп, уйғур миллий дәвасиниң яшлардин күтидиған тәләп - истәклирини билдүрүп өткән иди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.