Уйғурлар германийиниң берлин шәһридә намайиш өткүзди

Дуня уйғур қурултийи, вакаләтсиз милләтләр тәшкилати вә америкиниң демократийини илгири сүрүш фонди бирликтә тәшкиллигән 2 - нөвәтлик уйғур рәһбәрлирини демократийә вә инсан һоқуқлири бойичә тәрбийиләш курсиға қатнишиватқан уйғурлар 2008 - йили 4 - айниң 23 - күни германийиниң пайтәхти берлин шәһиридики тарихи мәйданидики брандәнбургәр тор дәрвазисиниң алдида намайиш өткүзди.
Мухбиримиз әркин тарим хәвири
2008.04.23
Д у қ берлинда намайиш Йиғинға қатнашқан уйғурлар 2008 - йили 4 - айниң 23 - күни берлиндики тарихи мәйдан брандәнбургәр тор дәрвазисиниң алдида намайиш өткүзди.
Photo: RFA
 Әтигән саәт 9 йеримдин 12 ғичә елип берилған бу намайишқа америка канада, австралийә, қазақистан, германийә франсийә, норвигийә, түркийә, шимали америка вә асия дөләтлиридин болуп 13 дөләттин кәлгән уйғур вә хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири мәсуллири, кишилик һоқуқни қоғдаш қануни бойичә мутәхәссисләр, тонулған сиясийонлар вә шуниңдәк германийидә яшаватқан түрк яшлиридин болуп 100 дин артуқ киши қатнашти.

Бу намайишчилар арисида уйғур миллий инқилабиниң йол башчиси рабийә қадир ханим, италийә парламент әзаси марко пәрдука, вакаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң муавин баш секритари марино бусдачин қатарлиқ кишиләрму бар. Қоллирида немисчә, енгилизчә лозункиларни вә көк байрақни көтүргән уйғурлар һәммә бирдәк уйғурларға әркинлик, шәрқий түркистанлиқларға әркинлик, уйғурларға инсан һәқлири, уйғурларға демократийә, дегән  шоарларни товлашти.

Биз бу намайишчиларниң көз қарашлирини елиш үчүн улар билән нәқ мәйданда сөһбәт елип бардуқ. юқиридики улиништин, бу сөһбитимизниң тәпсилатини аңлаңлар. 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.