Д у қ ниң түркийиниң 3 вилайитидә елип бериватқан паалийити давам қилмақта

Дуня уйғур қурултийи рәһбәрлири бурундин тартип дуняниң һәр қайси дөләтлиридә һәр хил йоллар билән уйғур мәсилисини дуня җамаәтчиликигә аңлитишқа алаһидә әһмийәт берип кәлмәктә. Бу мәқсәт билән дуня уйғур қурултийи муавин башлиқи, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи сейит түмтүрк әпәнди, түркийиниң сивас тирабзон вә гирәсун вилайәтлиридә бир йүрүш паалийәтләргә қатнишип уйғур мәсилисини түрк җамаәтчиликигә аңлатмақта.
Мухбиримиз әркин тарим хәвири
2008.05.26
sivas-wilayitide-uygurlar1-305 Д у қ муавин башлиқи, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи сейит түмтүрк әпәнди сөздә.
RFA Photo / Erkin Tarim
 Сейит түмтүрк әпәнди алди билән түрк оҗақлири җәмийити сивас шөбисиниң тәклипигә бинаән 5-айниң 24-күни түркийиниң сивас вилайитидә чақирилған `түрк дуняси вә шәрқий түркистан` мавзулуқ йиғинда сөз қилған. Шу күни ахшам, сивас вилайитидики әң чоң телевизийиләрдин бири болған қанал 58 телевизийисидә шәрқий түркистан һәққидә бир саәт мәлумат бәргән. 25-Май йәкшәнбә күни болса түркийиниң шәрқий шималий қисмиға йәни қара деңиз бойиға җайлашқан трабзон вилайитигә берип, қадирға телевизийиси билән зигана телевизийисигә чиқип бүгүнки уйғурларниң вәзийити вә хитайларниң уйғурларға елип бериватқан бесим сиясити һәққидә тәпсили мәлумат бәргән.

Сивас вилайити түркийиниң оттура шәрқ қисмиға җайлашқан болуп, 640 миң нопусқа игә. Сивас вилайити 14-әсирдә қурулған әратна уйғур бәгликиниң пайтәхти болған болуп, сиваста у мәзгилгә аит көп санда тарихи әсири әтиқиләрму бар.

Трабзон вилайити болса түркийиниң шәрқий шималидики қара деңиз райониға җайлашқан, 21 миң нопусқа игә кичик бир вилайәт.

Юқиридики улиништин, мухбиримиз әркин тарим тәйярлиған д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәндиниң бу икки вилайәттә елип барған паалийәтлири һәққидики мәлуматниң тәпсилатини аңлайсиз. 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.