Алмутада көрнәклик алим вә җәмийәт әрбаби әнвәр һаҗийеф хатириләнди

11-Декабир күни алмута шәһири абдулла розибақийеф намидики 153-гимназийидә көрнәклик алим, маарипчи вә хәлқ җанкөйәри әнвәр һаҗийефниң хатирисигә беғишланған "мәйрәмгә тәшна тәқдир" намлиқ китабниң тонуштуруш мурасими болуп өтти.
Ихтиярий мухбиримиз ойған
2010.12.15
enwer-hajiyef-shair-dolqun-yasin-305 Әнвәр һаҗийеф шаир долқун ясин билән биллә
RFA/Oyghan

"Мир" нәшриятида йоруққа чиққан мәзкур китабта әнвәр һаҗийефниң ана тил, миллий маарип вә миллий мәвҗутлуқ мәсилилиригә беғишланған мақалилири, шундақла мәрһум тоғрилиқ униң кәсипдашлириниң, дост-бурадәрлириниң хатирилири орун алған.

Йиғинда сөзгә чиққан мәрһумниң уруқ-туғқанлири, уйғур вә қазақ зиялийлири әнвәр һаҗийефниң қазақистан илим-пәнигә, миллий маарипқа қошқан төһписини алаһидә тәкитлиди, шундақла униң инсаний пәзиләтлирини әскә алди. Йиғинда шундақла уйғур тиятири нахшичилири вә гимназийә оқуғучилири тәрипидин тәйярланған консерт программиси көрситилди, әнвәр һаҗийефқа беғишланған шеирлар оқулди.

Радиомиз зияритини қобул қилған тилшунас алим, филологийә пәнлириниң намзати арзийеф руслан әпәнди әнвәр һаҗийефниң илмий вә иҗтимаий паалийәтлири һәққидә өз әслимилирини баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.