Апәттин кейинки 'йеңи өй қурулуши' ғулҗа деһқанлирини һалсиратмақта

Или гезитиниң 17 - авғусттики хәвиридә, бултур қиш һәм бу йил әтияз пәслидики қар һәм ямғур апитидә өйлири өрүлүп чүшкән деһқанлар һөкүмәтниң ярдимидә, бу йил яз пәслидә йеңи өй қурулуши башлап, һазир бир қисим деһқанларниң йеңи өйгә көчүп киргәнлики хәвәр қилинған.
Мухбиримиз миһрибан
2010.08.18
Ghulja-tekestiki-apetke-uchrighan-yezidin-bir-korunush-305 26 - Ийулдин 28 - ийулғичә или вадисида қаттиқ йамғур йеғип, текәс наһийисидә апәт кәлтүрүп чиқарған болуп, 1311 өй өрүлүп чүшкән. Сүрәттә, өйи апәткә учриған мәлум туңган диһқан өйи алдида.
http://211.138.34.66/news Дин елинди.

Әмма, радиомиз ғулҗа наһийә тәвәсидики деһқанлардин игилигән учурлардин мәлум болушичә, нөвәттә өйлирини чувуп қойған нурғун деһқанлар мәбләғ йетишмигәнлики сәвәбидин, банкидин қәрз пул елишқа яки өй қурулушини тохтитип қоюшқа мәҗбур болмақта икән.

Или гезитиниң хәвиридә дейилишичә, бултур қишта яққан қелин қар һәм бу йил әтияздики қара ямғур апитидә ғулҗа наһийисидики деһқанларниң өйлири еғир зәхмигә учриған. Һазирғичә наһийә тәвәсидә 10 миң 251 аилә өйлирини қайтидин селиватқан болуп, 5838 аилә өй қурулушини тамамлиған. Хәвәрдә йәнә, қалған деһқанларниң 9 - айниң ахириғичә өй қурулушини тамамлайдиғанлиқи дейилгән.

Радиомиз ғулҗа наһийисидики деһқанларниң өй қурулуш әһвалиниң зади қандақ кетиватқанлиқини игиләш үчүн, ғулҗа наһийисидики турпанйүзи, пәнҗим, тохочийүзи, самйүзи, мәмәйүзи, розимәтйүзи қатарлиқ йеза, кәнтләргә телефон қилип әһвал игилидуқ.

Зияритимизни қобул қилған деһқанларниң билдүрүшичә, бу йил язда өйлирини йеңилашқа мәҗбур болған деһқанлар көп болғини үчүн, қурулуш материяллири шиддәт билән өрләп кәткән. Нәтиҗидә деһқанларниң өй қурулуши үчүн сәрп қилидиған пули, һөкүмәт бәргән чәклик ярдәмдин зор миқдарда ешип кетип, нурғун деһқанлар банкидин қәрз елишқа яки қурулушни тохтитип қоюшқа мәҗбур болған.

Тохочийүзи кәнтидин зияритимизни қобул қилған бир деһқанниң билдүрүшичә, уларниң кәнтидә, қар һәм ямғур апитидә нурғун өйләр еғир дәриҗидә зәхимләнгән болсиму, әмма деһқанлар иқтисади яр бәрмигини үчүн, өй йеңилаш пиланидин ваз кәчкән. Өйлирини чувуп қойған деһқанлар болса иқтисад йетишмигини үчүн қурулушни давамлаштурушқа амалсиз қалған.

Самйүзи йезисидики исмини ашкарилашни халимиған бир йеза кадириниң билдүрүшичә, уларниң йезисида өй қурулуши елип бериватқан деһқанлардин һазирғичә 252 аилә өй қурулушини дәсләпки қәдәмдә тамамлап, йеңи өйлиригә көчүп киргән.

Мухбир униңдин апәткә учриған деһқанларниң өй қурулушиға һөкүмәтниң қанчилик ярдәм бәргәнликини сориғинида, у наһийилик һөкүмәтниң деһқанларниң өй қурулуши үчүн, һәр бир еғиз өйгә һесаблап пишшиқ хиш һәм семонт қатарлиқ қурулуш материяллири ярдәм қилғанлиқини, һал - оқити яхши деһқанларниң һазир өйлирини пүттүрүш алдида турғанлиқини, иқтисади начар деһқанларниң иқтисадий җәһәттин қийиниливатқанлиқини, әмма йезилиқ һөкүмәт уларниң банкидин 5 йиллиқ өсүмсиз қәрз елишиға ярдәм қиливатқанлиқини, қалған чиқимни йәнила деһқанларниң өзи көтүрүватқанлиқини билдүрди.

Турпанйүзи йезисидин зияритимизни қобул қилған бир деһқанниң билдүрүшичә, бу йил язда қурулуш материяллириниң баһаси һәссиләп ешип кәткән. У өй селиш хираҗити үчүн, һазир һөкүмәт ярдәм қилған қурулуш материяллиридин сирт, өзиниң йиғип қойған пулини хираҗәт қилған һәмдә тағдики қой, калилириниму сетивәткән. Һазир у банкидин алған қәрз пул арқилиқ күз пәсли аяғлашқичә өй қурулушини тамамлашқа тиришмақта икән.

Нөвәттә, уйғур елиниң һәрқайси наһийә - базарлирида, деһқанлар бултур қиш пәслидә һәм бу йил әтияздики қар һәм ямғур апитидә өрүлүп кәткән өйлирини ясаватқан болуп, бу хил әһвал әслидинла турмуши ғоригүл өтүватқан деһқанларни техиму һалсиратмақта икән.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.

Пикир

Anonymous
Aug 19, 2010 12:32 AM

http://news.qq.com/a/20100819/001824.htm