Германийидә намайиш

Һәр қайси әлләрдики уйғурларға охшаш, 10 - айниң 1 - күни германийә уйғурлириму хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 60 йиллиқи вә аталмиш "шинҗаң уйғур аптоном райони" қурулғанлиқиниң 54 йиллиқи мунасивити билән, мюнхен шәһәр мәркизидә намайиш елип барди.
Мухбиримиз әкрәм
2009.10.02
Germaniye-munixta-namayish-oktebir-305.jpg Сүрәт, 10 - айниң 1 - күни германийә уйғурлири хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 60 йиллиқи вә аталмиш "шинҗаң уйғур аптоном райони" қурулғанлиқиниң 54 йиллиқи мунасивити билән мйунхен шәһәр мәркизидә намайиш елип барған көрүнүшләрдин бири.
RFA Photo / Ekrem

Һәр йили 10 - айниң 1 - күни дуқ тәрипидин "матәм күни" қилип бекитилгән болуп, бу күн һәққидә дуқ баш катипи долқун әйса әпәнди изаһат бәрди.

Мюнхенда өткүзүлгән бу қетимқи намайиш, йиллардикигә охшимайдиған бир шәкилдә тәшкилләнгән. Намайиш асаслиқи рәсим көргәзмиси тәшвиқати арқилиқ, шәһәр мәркизидики бу қайнақ, шавқунлуқ кочидики миңлиған саяһәтчиләрниң диққитини җәлп қилишни мәқсәт қилған.

Мәзкур намайишқа иштирак қилған уйғур зиялийси меһрибан ханим вә  раһилә ханимлар өзлириниң бу қетимқи намайиш тоғрисидики көз қаришини баян қилип өтти.  

Бу қетимқи намайишқа чоңлардин сирт, нәччә онлиған яш - өсмүрләр вә кичик балиларму қатнашқан болуп, улар ата - анилириға ярдәмлишип, тәшвиқат вәрәқчилири тарқатмақта иди.

Нурғунлиған чәтәлликләр сүрәтләр чапланған тахтилардики паҗиәлик һалда өлтүрүлгән уйғурларниң көрүнүшлирини көрүп, бу қетимқи вәқә тоғрулуқ техиму тәпсилий мәлумат соравататти.  Бу қетимқи намайиш чүштин кейин саәт  3:00 тә башлинип саәт 5:00 билән ахирлашти.
 
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.
 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.