Голландийидә лагерлардики уйғурларға көңүл бөлүш алаһидә болмақта

Голландийидики мусапирлар ишлириға мәсул хадимлар вә адвокатлар уйғур мусапирларға қануний һәқ-һоқуқлар һәққидә сават беришкә әһмийәт бәрмәктә.
Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2011.04.07
xitay-teripidin-yarilandurulghan-gollandiyidiki-uyghur-ekberjan-305.jpg Сиясий панаһлиқ тилигүчи әкбәрҗан ятақдиши абиң фамилилик бир хитай тәрипидин пичақлинип еғир яриландурулған. 2011-Йили январ.
RFA/pidaiy

Өткән қетим йүз бәргән голландийидики мәлум бир мусапирлар лагерида туруватқан әкбәрҗанниң хитай ятақдиши тәрипидин пичақлинип ярилиниш әһвали, сиясий панаһлиқ тилигүчиләрниң вақитлиқ туруш орни болған панаһлиниш лагеридики алақидар тармақларниң уйғурларға көңүл бөлүшигә түрткә болған. Улар уйғурлар билән хитайларни бир ятаққа орунлаштурмаслиқ вә хитайларниң зиянкәшликигә учримаслиқ һәққидә әмәлий тәдбир қоллинипла қалмай, уйғурларға қануний һәқ-һоқуқлар һәққидә сават беришкә әһмийәт бәрмәктә.

Мәлум болушичә, 6-март голландийидики мәлум бир лагерда бу йәрдә туруватқан уйғурлар үчүн алаһидә бир йиғин уюштурулған. Йиғинға мусапирлар ишлириға мәсул хадимлар вә адвокатлар тәклип қилинған болуп, мусапирларниң һазирқи вә кәлгүсидики әһваллириға мунасивәтлик саватлар чүшәндүрүлгән. Мусапир уйғурларму өзлири дуч келиватқан мәсилиләр һәққидә соал қоюп, һәл қилиниш чарилири һәққидә пикир алмаштурған.
Бу һәқтә тәпсилий мәлумат елиш үчүн, йиғин иштиракчилири билән телефон сөһбити елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.