Керийидә икки уйғур хитай сақчилири билән елишип һаятидин айрилған

Хитай даирилири 2010-йили керийә наһийисидә шәһваний елан буюмлирини йиртип ташлиған икки уйғур яшни тутуш һәрикити елип берип, шуларға четишлиқи илгири сүрүлгән нурғун адәмни қолға алған. Бу җәрянда икки уйғур хитай сақчилири билән елишип өлгән. Қолға елинғанлар өлүм вә муддәтсиз қамақ җазалириға һөкүм қилинған.
Ихтиярий мухбиримиз руқийә
2012.12.03
tutqun-xitay-saqchi-kochida.jpg Хитай сақчилириниң кочида пуқраларни тутқун қилиш көрүнүши. 2009-Йили июл, қәшқәр.
RFA

Хитай һөкүмити мәзкур бастурушни ахбараттин йошурун тутуш вә йәрликләргә тәһдит селиш қатарлиқ васитиләрни қоллинип бесиқтурушқа урунған болсиму, вәқәниң тәпсилати икки йилдин кейин ашкариланди.

Уйғур районидики исмини ашкарилашни халимиған бир аялниң ейтишичә, 2010-йили 4-айниң 26-күни хотән керийә наһийисиниң сақчилири, шәһваний елан вә рәсимләрни йиртқан икки уйғур яшниң бири болған 23 яшлиқ давутни нәқ мәйданда уруп өлтүрүп, 22 яшлиқ абдуҗелилни муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилған.

Вәқәниң тәпсилатидин мәлум болушичә, 2010-йили 4 айда керийә наһийиси кочилирида, йерим ялиңач дегүдәк очуқ кийимлик аялларниң рәсимлири пәйда болуп қалиду. Керийә наһийисиниң һал дадүй йезисида олтурушлуқ давут билән абдуҗелил йерим кечидә чиқип бу рәсимләрни йиртиветиду. Хитай сақчилири әтиси уларға қилтақ қуруп, уларни сақлап туриду. Давут билән абдуҗелил йәнә келип шу хилдики рәсимләрни йиртмақчи болғанда, хитай сақчилири бесип келиду. Давут, нәқ мәйданда бир хитай сақчисини пичақлап өлтүрүп өзиму һаятидин айрилиду.

Абдуҗелил қечип дости абубәкри мәмтуруайимниң өйигә мөкүнүвалиду, сақчилар қоғлап кәлгәндә абабәкри мәмтурайим ишик алдиға чиқип достини қоғдаш үчүн сақчилар билән җан тикип елишип нәқ мәйданда қ қурбан болиду. У шу чағда 27 яшларда икән. Сақчилар униң өлүкини ялтирақ халтиға селип елип кетип намизини чүшүрүшкиму рухсәт қилмайду.

Арқидинла хитай һөкүмити бу вәқәни бастуруш үчүн хотәндин алаһидә сақчи әтрити йөткәп келиду вә дөләт бихәтәрликини қоғдаш әтрити билән бирликтә өйму-өй адәм тутиду.

Сақчилар абабәкри мәмтурайимниң дадисини тутуп 10 күн солап қойиду вә балиси үстидин һечқандақ әрз қилмаслиққа имза қойдуруп, тәһдит селип қийин қистаққа елип, қоюп бериду. Вәқә тоғрисида мәлумат бәргән киши мундақ дәйду: “абабәкри мәмтурайимниң аилиси наһайити намрат иди. Биздә намрат деһқанлар яваш келиду….”

Шу қетимқи вәқәдә “өйидә пичақ баркән” дегән баһанә билән тутулған 22 яшлиқ абдул әзиз, вә “абабәкри мәмтурайим билән биллә қурулушта кесәк тошуған”, “мәмтурайимниң йеқин дости” дегән баһанә билән қолға елинған 27 яшлиқ абдулһекимға икки йил кечиктүрүп өлүм җазаси һөкүм қилиниду.

Вәқәдин тәпсилий мәлумат бәргүчи һәр иккисиниң үрүмчи шәһәрлик биринчи түрмигә қамалғанлиқини ейтип: “һазир аридин икки йил өткән болуп уларға өлүм җазасиниң иҗра қилинған яки қилинмиғанлиқи тоғрисида аилисигә һечқандақ хәвәр берилмигән” дәйду.

Абдулһеким, хитай сақчилири өйигә бастуруп киргәндә қаршилиқ көрситип елишиду. Хитай сақчилири униң оң пути билән оң қолиға оқ етип яриландуруп тутқун қилиду. Қансирап кәтмәслики үчүн дохтурханиға апирип қан тохтатқан болсиму, түрмә дохтурханида давалимай ташлап қойиду.

Вәқәдин хәвәрдар киши мундақ дәйду: “абдулһекимниң пути билән қоли дохтурханида сесип кичикләп кәтти. 8 Айдин кейин улар униңға йепиқ сот ечип 2 йил кечиктүрүп өлүм җазасиға һөкүм қилип үрүмчи биринчи түрмигә қамиди, аилисигә көрсәтмиди…”

Вәқәдин кейин йәнә, давут билән ағинидарчилиқи болған 26 яшлиқ муһәммәт мәттурсунму қолға елинған болуп муддәтсиз кесилгән у һазир турпандики дахийән түрмисигә қамақлиқ.

Униң яшинип қалған анисидин башқа һечкими йоқ болуп, аниси йиғлап сақчиларниң йениға барғанда, сақчилар яшинип қалған аниниму нәччә күн солап қойиду. Мәттурсунға 350 йүән қәрз берип турған 25 яшлиқ мәтқурбан гаңпәнму мәттурсун билән биллә қолға елинған болуп давутниң йеқинлириға иқтисадий ярдәм қилған дегән баһанә билән 8 йил қамақ җазасиға һөкүм қилинип ақсу түрмисигә қамилиду.

Вәқәни ашкарилиғучиниң баян қилишичә, шу йили төтинчи айда керийә наһийисидинла бир бири билән достлуқи болған 27 уйғур яш қолға елинған.

Хотән керийиниң һал дадүй йезисиға қошна йезидикиләрниң баян қилишичә, бу 27 киши пәқәт һал дадүйдинла қолға елинғанлар икән. Әмма шу чағда әтраптики кәнтләрдин тутқун қилинған яшларни қошқанда қолға елинғанларниң сани 50 тин артуқ икәнликини мәлум.

Биз әһвални ениқлаш үчүн керийә наһийилик сақчи идарисигә телефон қилдуқ. Телефонни алған хитай сақчи вәқәни инкар қилмиған болсиму, әмма телефонда учур беришни рәт қилип мундақ деди: “әгәр бу вәқәни билмәкчи болсаң бизниң бу йәргә келишиң керәк. Саң дәп берәй.” у шундақ дегиничә телефонини үзүвәтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.