Истанбулдики 90 йиллиқ мәшһур кавапханиниң қурғучиси қәшқәрдин кәлгән уйғур
Мухбиримиз әркин тарим
2010.11.11
2010.11.11
RFA Photo / Erkin Tarim
Бу кавапхана буниңдин 90 йил бурун чоң дадиси билән қәшқәрдин түркийигә кәлгән бир яш тәрипидин қурулған. Бу кавапхана һазир 3 - әвлад мәмәт тезчақин тәрипидин башқурулмақта.
Мәзкур кавапханиниң қурулуш тарихи төвәндикичә:
1911 - Йили, шәрқий түркистандин бир бовай нәврисини елип һәрәмгә һәҗигә бериш үчүн истанбулға келиду вә бу йәргә келиши билән пүтүн пиланлири өзгириду. Бовай истанбулда вапат болиду, нәвриси болса бу чоң шәһәрдә ялғуз қалиду вә ризқини бу йәрләрдин тепиш үчүн истанбулда яшап қелишқа қарар бериду. Бу 14 яшлиқ муһәммәт сираҗиддин шуниңдин етибарән дөләт нәшриятида ишләшкә башлайду. У кечә күндүз өз алдиға игилик тикләшни ойлайтти, әмма буниң үчүн йетәрлик пули йоқ иди. Шуниң билән у җапалиқ ишләп бир тийин, бир тийиндин пул йиғип иш башлаш үчүн тәйярлиқ қилиду. 1920 - Йили, муһәммәт сираҗиддин зәһра ханим билән той қилиду. Муһәммәт сираҗәддинниң арзуси 9 йилдин кейин әмәлгә ешип өз алдиға игилик тикләйду вә "туран" намлиқ кавапхана ачиду. Икки йилдин кейин муһәммәт сираҗәддинниң тунҗи оғли мустафа туғулиду вә униңдин кейин сәлим, исмаил вә рәһимә дуняға келиду.
1954 - Йили султан әхмәт кавапханисиниң қурғучиси муһаммәт сираҗиддин аләмдин өтиду. Униң балилириға қалдурған әң чоң совғиси ләззәтлик йемәкликниң сири иди.
Бовиси билән һәҗгә бериш үчүн истанбулға келип бовиси вапат болғандин кейин, бир көмүр дукинида кавапхана ечип игилик тикләшкә башлиған муһәммәт сираҗиддинниң вапатидин кейин 3 оғулға бу ләззәтлик йемәклик содисини давамлаштуруштин ибарәт мүшкүл вәзипә йүклиниду. Шуниңдин кейин 3 оғул пүтүн күчи билән ишқа киришип кетиду.
1965 - Йили чоң оғли сәлим вә оттуранчи оғли исмаил әпәнди ишлирини зорайтип султан әхмәт мәйданидики диван йолида 3 қәвәтлик бир кавапхана ачиду. Кейин 3 - әвлад мәмәт тезчақин бу ресторанни башқурушқа башлайду.
Султан әхмәт қийма гөши кавипини султан ахмәттә йәйсиз вә у йәрдин айрилмай туруп, кейин йәнә келишниң пиланини түзисиз. Мана мушундақ қилип бу кавапниң ләззитини аңлиғанлар тәрәп - тәрәптин келишкә башлайду, шуниңдин башлап султан әхмәт кавабханисиниң пүтүн истанбулда даңқи чиқиду.
Кавабханиға кирсиңиз темиға ашханиниң қурғучиси қәшқәрлиқ уйғур мәмәт сираҗиддин әпәнди вә униң 3 әвлад пәрзәнтлириниң рәсими есилған, тамларға түркийиниң әң даңлиқ нахшичилири, кино артистлири бу йәрдә қийма гөши кавипи йегән вақтида кавапханини махтап йезип қалдурған сөзлири, мәтбуатларда ашханини даңлап чиққан хәвәрләр чапланған.
Һазир бу кавапханини ата, оғул вә қериндашлар бирликтә ачмақта һәтта бу йәрдә ишләватқанларму бу аилиниң бир парчисидәк болуп кәткән. Ашханида ишләватқан бир хадим өзиниң бу йәрдә 25 йилдин бери ишләватқанлиқини ейтти.
Биз бу кавап ресторани һәққидә техиму тәпсили мәлумат елиш үчүн 3 - әвлад хоҗайин мәмәт сираҗиддин тезчақин билән сөһбәт елип бардуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.