Ванкуверда хитай һөкүмити кишилик һоқуққа һөрмәт қилишқа чақирилди

Ванкувердики бир қисим уйғурлар тибәт тәшкилатлири билән бирлишип, бүгүн йәни 12-айниң 10 күни инсан һәқлири күнидә, хитай консули алдида намайиш өткүзди.
Ихтиярий мухбиримиз руқийә
2012.12.10
wankuwer-namayish-305.jpg Ванкувердики бир қисим уйғурлар инсан һәқлири күни, тибәт тәшкилатлири билән бирлишип хитай консули алдида өткүзгән намайишида көтүргән лозунка. 2012-Йили 10-декабир, канада.
RFA/Ruqiye

19480-Йили бирләшкән дөләтләр тәшкилати 12-айниң 10-күнини инсан һәқлирини тәбрикләш күни қилип бәлгилигән болуп, һәр йили 12-айниң 10-күни дунядики һәр қайси дөләтләрдә инсан һеслирини тәбрикләш паалийәтлири, инсан һәқлири сиясий йиғилишлири, дәпсәндә болуватқан инсан һәқлирини дуняға аңлитиш көргәзмилири, вә зулумға учраватқан инсанларниң инсан һәқлири тәләп қилинип намайишлар өткүзүлиду.

Бүгүн ванкувер шәһиридики хитай консули алдида өткүзүватқан бу намайиш ванкуверда яшаватқан уйғур сиясий паалийәтчиси өмәрҗан бөрә башчилиқидики уйғурлар вә тибәт тәшкилатлири тәрипидин орунлаштурулған болуп, намайиш әтигән саәт 10 да башлинип 2 гичә давам қилди. Намайишқа тибәтликләр вә уйғурлар болуп 60 тин артуқ киши қатнашти. Намайишчилар “хитай инсанларға зулум қилишни тохтатсун!”, “уйғурларни қирғин қилишни тохтатсун!”, “тибәтләрни қирғин қилишни тохтатсун!” дегәндәк шоарларни товлап, хитай һөкүмитиниң инсан һәқлиригә һөрмәт қилишни тәләп қилди.

Өмәрҗан, бүгүнки бу намайишниң әһмийити үстидә тохтилип, намайиштин йенип, коча айлинип бирләшкән дөләтләр тәшкилати инсан һәқлири қануни вә бу қанунға хилап һалда хитайларниң уйғурларни қандақ қирғин қиливатқанлиқиға аит тәшвиқ вәрәқә тақилидиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.