Японийидики хитай консулханисиға бомба ташланди

9-Айниң 17-күни кәч саәт алтидә фукуока шәһиридики хитай консулханиси бомба һуҗумиға учриған йәни намәлум бир әр киши ислиқ бомбидин бирни консулхана ичигә ташлиған вә бираздин кейин өзини сақчиға кирип мәлум қилған.
Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2012.09.19
xitayda-namayish-yapongha-qarshi-senkaku-305.jpg Хитайда өткүзүлгән сенкаку маҗираси тоғрисида өткүзүлгән намайиш. 2012-Йили 18 сентәбир, кунмиң.
AFP

Японийә билән хитай оттурисидики арал маҗираси түпәйлидин хитайниң 125 шәһиридә елип бериватқан японға қаршилиқ билдүрүш намайишлири, япон маллирини байқут қилиш һәрикәтлири вә шундақла японийә ширкәтлиригә, сода-сарайлириға, хитайдики японийә әлчихана, консулханилириға хитай пуқралириниң таш етип, уруп-чиқиш һәрикәтлири барғансери күчийиватқан мушундақ бир пәйттә, японийә мәтбуатлириниң хәвиригә қариғанда, 9-айниң 17-күни кәч саәт алтидә фукуока шәһиридики хитай консулханиси бомба һуҗумиға учриған йәни намәлум бир әр киши ислиқ бомбидин бирни консулхана ичигә ташлиған вә бираздин кейин өзини сақчиға кирип мәлум қилған. Бомба ташлиғучиниң салаһийити техичә ениқ ашкариланмиған. Бу қетимқи вәқәдә һечқандақ ярилиниш вә башқа һадисиләр көрүлмигән. Ундин башқа, кобе шәһиридики хитай тили мәктипиниң дәрвазиғиму от қоюлған.

Хитай консулханисиға ислиқ бомба ташлаш вәқәсидин кейин,хитайниң японийидә турушлуқ әлчиханиси дәрһал уқтуруш елан қилип, японийидә турушлуқ хитай пуқралириниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиш үчүн, японийидә вақитлиқ туруватқан яки японийидә турушлуқ хитай пуқралирини җисманий бихәтәрликкә диққәт қилишқа агаһландурған вә мунуларни билдүргән:
Хитай пуқралириниң җисманий бихәтәрлики яки мал-мүлки зиянға учриса, японийә сақчилириға мәлум қилиши, шуниң билән бир вақитта, йеқин әтраптики хитайниң японийидә турушлуқ консулханиси вә әлчиханисиға зиян учраш әһвалини вақтида мәлум қилип, ярдәм сориши керәк.

Японийидики хитай консулханисиниң ислиқ бомба зәрбисигә учриши бир тасадипий һадисә болуп, японийидә японлардин һечким хитайға қарши намайиш вә яки хитай ширкәтлиригә, хитай пуқралириға зиянкәшлик қилиш һадисиси техичә көрүлгини йоқ. Әмма хитайдики японийилик оқуғучилар вә шу йәрдә хизмәттә туруватқан японийиликләр қорқунч ичидә өйлиридин сиртқа чиқалмай әндишә ичидә яшимақта.

Биз бу мунасивәт билән, һазир японийидә мәлум бир университетта оқуватқан хитай оқуғучи билән телефон зиярити елип бардуқ. Хитай оқуғучи өзиниң һазирқи әһвалини баян қилип, бу йәрдә һечқандақ ундақ ишларниң тәсириниң йоқлуқини вә хатирҗәм туруватқанлиқини билдүрди.

Японийидә йүз бәргән, хитай консулханисиниң бомба һуҗумиға учриши вә хитай тили мәктипигә от қоюш вәқәлиригә нисбәтән, дуня уйғур қурултийи тәтқиқат мәркизиниң муавин рәиси, асия тәтқиқат орниниң мудири доктор турмуһәммәт һашим өз көз қарашлирини баян қилди.

Юқиридики аваз улинишидин тәпсилатини аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.