Вашингтонда хитай сақчилири тәрипидин уруп өлтүрүлгән 12 яшлиқ мирзат аманулла үчүн намайиш өткүзүлди
2012.06.01

Радиомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, мирзат алим әсли шаяр болуп, у корлида өзи билән тәң яштики балилар билән диний тәлим еливатқан җайидин тутуп кетилип, әтиси униң өлүм хәвири аилисидикиләргә уқтурулған.
Радиомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, 12 яшлиқ мирзат аманулла ақсу вилайити шаяр. У 20 - май корлида диний тәлим еливатқан өйдин башқа балилар билән бирликтә тутуп кетилгән. Корла сақчилири 21 - май униң шаяр анисиға телефон қилип, мирзатниң тутуп туруш орнида өзини өлтүрүвалғанлиқини уқтурған. Әмдә униң аилисидикиләрдин мирзатниң өлүминиң еқиқи сәвәбини ашкарилимаслиқни тәләп қилип, җәмийәткә “мирзат үрүмчидә оқуватқан йеридә өзини бинадин ташлап өлүвалди” дегән гәпни тарқатқан.
Ишәнчлик учурлардин мәлум болушичә, балисиниң җәситини елиш үчүн корла сақчиханисиға барған ң аниси балисиниң бәдинидә еғир таяқ яриси сол қолтуқиниң астида пахта тиқип қоюлған төшүкни байқиған. Шаярдики сақчи даирилириниң бесими вә назарити астида ң җәсити 22 - май йәрликкә мәҗбурий қоюлған, униң қәбриси бешида қуран оқушқиму рухсәт қилинмиған.
Бу вәқә әққидә радиомизға инкас қилғучиларниң билдүрүшичә, 20 - май мирзат билән бирликтә тутуп кетилгән йәнә бир балиниң аниси сақчи даирилиригә 20 миң йүән хәлқ пули җәриманә төләп оғлини кепилликкә елип чиққан. Нөвәттә шаяр сақчилири мирзатниң аниси әм уруқ - туғқанлириға давамлиқ бесим ишлитип, мирзатниң өлүминиң еқиқи сириниң ашкарилинип кәтмәсликини тәләп қилмақта икән.
Мирзатниң сақчилар тәрипидин уруп өлтүрүлгәнлик хәвири тарқалғандин кейин, бу вәқә әққидә чәтәлләрдики уйғур җамаити арисида җиддий инкас қозғиди. Америка виргинийә штатидики уйғурлар уйғур америка бирләшмисиниң орунлаштуруши билән 1 - июн балилар байрими җүмә күни чүштин кейин, хитайниң вашингтондики әлчиханиси алдида наразилиқ намайиши өткүзди.