Хәлқара инсан һәқлири күни мунасивити билән германийидә намайиш өткүзүлди
Ихтияри мухбиримиз әкрәм
2011.12.11
2011.12.11

RFA
Намайишқа йитәкчилик қиливатқан д у қ муавин рәиси әсқәрҗан әпәнди нәқ мәйданда зияритимизни қобул қилип, бу қетимқи намайиш тоғрисидики қарашлирини оттуриға қоюп өтти.
Д у қ тәптишлиридин нурмәмәт розахун әпәнди, бу қетимқи намайишниң мәқсиди һәққидә тохталди. Д у қ диний ишлар комитетиниң рәиси турғунҗан алавудун әпәндиму өз қәлб изһарини баян қилди.
Намайишчилар қоллирида ай - юлтузлуқ көкбайрақни көтүргән, хитай зулуми тәсвирләңән түрлүк лозункилар һәм рәсим тахтайлирини мәйданға яйған, тәшвиқат вәрәқчилирини тарқатқан һалда, намайишлирини саәт 14:00 тин 16:00 гичә давам қилди.
12 - Айниң 10 - күни хәлқара инсан һәқлири күни мунасивити билән германийиниң мюнхен шәһридә өткүзүлгән намайиш хәвирини диққитиңларға сундуқ.