Лю шавбониң нобил тинчлиқ мукапатиға еришиши хитайдики демократик һәрикәтләр үчүн қандақ әһмийәткә игә ?
Мухбиримиз ирадә
2010.10.11
2010.10.11

AFP Photo
Бу мукапатниң хитай өктичи лю шавбоға берилиши һәққидә охшимиған көз қарашларму оттуриға чиқти. Әмма бу һәқтики баһаларниң көпинчиси иҗабий болуп, улар кишилик һоқуқ вә демократийә дуняда тинчлиқ яритишниң муһим бир асаси болғанлиқтин нобил комитетиниң бу қарариниң интайин тоғра болғанлиқи һәққидә ортақлашқан.
Люшавбониң мукапатқа лайиқ көрүлгәнлики елан қилинғандин кейин, хитай даирилири вәқәниң хәлқарадикигә охшаш хитай ичидиму ғулғула пәйда қилинишниң алдини елиш үчүн бу һәқтики хәвәрләрни қаттиқ контрол астиға алған, һәрқандақ тәбрикләш паалийәтлириниң елип берилишини қаттиқ чәкләшни тәләп қилған. Улар һәтта бәзи тәбрикләш йиғилиши қилған кишиләрни вә шундақла оқуғучиларни қолға алған.
Игилинишичә, люшавбониң хитайдики нобил мукапатиға еришкән тунҗи шәхс болуши вә униң үстигә униң бир кишилик һоқуқ паалийәтчиси болуши хитайниң ичи вә сиртидики өктичи затларни қаттиқ хушаллиққа чөмдүргән. Бизниң зияритимизни қобул қилған " бейҗиң баһари" жорнилиниң баш муһәррири хупиң әпәнди бу һәқтә өз һессиятини баян қилип, бу мукапатниң люшавбониң узундин буян қилип кәлгән паалийәтлирини муәййәнләштүрүш вә шундақла хитайдики демократик һәрикәтләрни риғбәтләндүрүш әһмийити барлиқини билдүрди.
У мундақ деди: "униң бу мукапатқа еришиши алди билән хәлқара җәмийәтниң хитайдики кишилик һоқуқ һәрикәтлиригә болған һесдашлиқини ипадиләйду. Бу һәм шундақла хитай ичи вә сиртида кишилик һоқуқ үчүн үзлүксз күрәш қиливатқан кишиләр үчүнму наһайити зор бир илһам елип кәлди. Сиз, хәвәр тарқалғандин кейин қозғалған инкаслар болупму хитай ичидә қозғалған инкасларға қарисиңизла, буниң әһмийитиниң нәқәдәр чоң икәнликини һес қилалайсиз. Униң үстигә хитай һөкүмитиниң буниңға қайтурған қаттиқ инкасиму нобил мукапатиниң наһайити дәл вақтида берилгәнликини испатлап бәрди."
Бүгүнки хәвәрләрдин мәлум болушичә, өктичи зат лю шавбо өзиниң мукапатқа еришкәнлик хәвирини аяли арқилиқ аңлиған. У хәвәрни аңлиғандин кейин наһайити һаяҗанлинип, көз йеши қилған. У йәнә өзигә берилгән мукапатни 4- июл тйәнәнмен вәқәсидә өлгәнләргә беғишлиғанлиқини билдүргән.
Хупиң әпәнди люшавбониң бу һәрикитигә баһа берип мундақ деди: "униң өзи хитай түрмисидә шундақ еғир җаза муддитини өтәп туруқлуқ, өзиниң тартиватқан җапа мушәққитини ойлимай, алди билән тйәнәнмен вәқәсидә өлгәнләрни ойлиши униң кишилик пәзилитини бизгә көрситип бериду. У өзи елан қилған мақалилиридиму ейтип кәлгәндәк, у 4 - июн вәқәсидә һаят қалғучиларниң бирси болуш сүпити билән, вәқәдә өлгән сәпдашлириниң алдида виҗдан азаби тартип кәлгән. У қандақ қилғанда мән шуларға йүз келәләймән, қанда қилғанда тйәнәнмен вәқәсидә қурбан болғанларға, зиянкәшликкә учриғучиларға лайиқ болалаймән, дәп ойлап, өз виҗданиға җаваб беришкә тиришип кәлгән иди. Униң мукапатқа еришкәнлигини аңлиғандин кейин қайтурған биринчи инкасиму мана шуни испатлап турмақта. Мана буниң өзи хитайдики демократийә һәрикити үчүнму интайин қиммәтлик."
Хупиң әпәнди сөзиниң ахирида һазир америка президенти барак обама вә бирләшкән дөләтләр тәшкилатини өз ичигә алған һәрқайси дөләт рәһбәрлири вә кишилик һоқуқ органлириниң хитай һакимийитигә лю шавбони қоюп бериш тоғрисида бесим қиливатқанлиқини, буниң ялғуз люшавбо әмәс, бәлки хитайдики барлиқ сиясий җинайәтчиләргә символлуқ қилидиғанлиқини ейтти. У хитайниң демократийилишиш мусаписиниң биринчи қәдиминиң пикир әркинлики бәрпа қилиш икәнликини, буниң алди билән түрмиләрдики пикир җинайәтчилирини азад қилиш билән башлинидиғанлиқини, бу мукапатниң хитай демократийиси үчүн яхши бир бурулуш елип келидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүрди.
Хитай һөкүмити люшавбоға мукапат берилиштин илгирила нобил мукапати комитетини бу һәқтә агаһландуруп, бәзи бесимларни ишләткән иди. Нобил комитети мукапат һәққидики қарарини ашкарилиғандин кейинму, хитай даирилири йәнә янмай норвегийә һөкүмити вә нобил комитетиға өз наразилиқини билдүрди. Вә һәтта норвегийә минситири билән алдин орунлаштуруп болған учришишниму әмәлдин қалдурди. Хитай һөкүмитиниң вәқәгә қайтурған бу хил қаттиқ инкаслириму хәлқара җәмийәтниң диққитини қозғимақта.
Хоңкоңда чиқидиған "шәпә" журнилиниң баш муһәррири җаң вейго әпәндиниң бу һәқтә өзгичә көз қариши бар. У зияритимизни қобул қилиш җәрянида алди билән нобил тинчлиқ мукапатиниң хитай өктичи люшавбоға берилгәнликидин интайин мәмнун болғанлиқини ипадә қилғандин кейин, хитай коммунист һакимийитиниң хәлқни бастуруп, охшимайдиған көз қараштикиләрни, кишилик һоқуқ паалийәтчилирини я сүргүнгә, я түрмигә йоллап кәлгәнликини, буниң хитайдики вәзийәттә яхши бир бурулуш һасил қилиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүрди.
У бу мукапатниң әһмийити һәққидә өзиниң өзгичә көз қаришини ипадиләп уни мундақ икки ноқтиға йиғинчақлиди.
"Биринчиси, илгири хитайдики қаршилиқ һәрикәтлири, демократийилик һәрикәтләр, пуқралар вә кишилик һоқуқ һәрикәтлири һәммиси өз алдиға айрим - айрим һәрикәт қилип кәлгән. Уларниң өз - ара пикир җәһәттә ихтилаплири вә күрәшлири бар иди. Әмди бу арқилиқ чоң даиридә пикир бирлики һасил қилип, уларни иттипақлаштуруш мумкин. Гәрчә бу пүтүнләй мумкин болмисму, әмма җуңгода бир нобил мукапатиға еришкүчи чиққандин кейин бу хил әһвалда чоқум яхшилиниш болиду, дәп қараймән. Вә буниңдин кейин кишилик һоқуқ паалийәтлиригә қатнашқучиларниң санидиму артиш болидиғанлиқиға ишинимән."
"Иккинчиси, хитайда ислаһат ечиветиш елип берилған 30 йилдин буян хәлқара җәмийәтниң хитайға болған тонуши интайин йетәрсиз болди. Униң үстигә хитай коммунист һакимийитиниң давамлиқ һалда хәлқараға елип барған ялған тәшвиқати вә ялған вәдилири нәтиҗисидә хәлқара җәмийәт хитай һакимийитиниң дамиға чүшүп кәтти. Улар хитай һөкүмитиниң " биздә нопус җиқ, биз алди билән иқтисадни яхшилап кишиләрниң қосиқини бақсақ, андин демократийини алдиримай әкиливалимиз" дегән гепигә ишәнди. Шуңа улар хитайни иқтисадий җәһәттин йүксәлдүрсәк, демократийә өзликидин келиду, дегән нәзирийигә ишинип шу бойичә һәрикәт қилди.
Соғуқ уруш мәзгилидә сабиқ совет иттипақиға қарши қилчилик ич ағритмай қаттиқ позитсийә тутқучиларму хитайға кәлгәндә юмшап қалди. Чүнки улар хитай һакимийтииниң алдам халтисиға чүшүп кәткән иди. Хитай һакимийити болса бай болғансери техиму әсәбийлишип, һакимийитини қоғдаш үчүн хәлқни бастурди. Инсанларниң әң тәбиий һоқуқлириға қарши турғили турди. Униң бу қетимлиқ мукапатқа қайтурған инкасиму мана буниң очуқ ипадиси. Шуңа ғәрб дөләтлири рәһбәрлириму бу хитай коммунист һакимийити зади қандақ һакимийәт дәп ойлашқа башлиди.
Мана мушундақ бир шараитта, бу мукапат хитайдики кишилик һоқуқ вәзийитини вә хитай һакимийитиниң маһийитини дуня хәлқигә намайән қилип бәрди. Мана бу ноқтидин алғанда бу бир бурулуш ноқтиси болалайду. Дуня әмди қайтидин хитайдики кишилик һоқуқ вәзийитигә диққәт қилишқа башлайду."
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.