Уйғур миллий һәрикитигә қоюлған йеңи исим - ' рабийәләр '

Courtesy of Willy Fautre / Human Rights Without Frontiers Int`l
Рабийә ханим вә униң рәһбәрликидики дуня уйғур қурултийи болса, 5 - июл үрүмчи қирғинчилиқиниң сәвәбчиси вә баш җавабкари қилип көрситилгән иди.
5 - Июлдин етибарән хитай һөкүмити вәтән ичи вә сиртида рабийә қадир ханимға қарши ғайәт зор қарилаш һәрикити қозғап кәлмәктә, бир - икки һәптидин буян хитай мәтбуатлирида рабийә ханимға қарши елан қилинған мақалиләрни санап түгитиш мумкин әмәс.
Һөрмәтлик оқурмәнләр, бу мунасивәт билән мән, дуня уйғур қурултийиниң мәркәздики бир қисим рәһбәрлирини зиярәт қилип, уларниң хитайниң юқириқи сәпсәтилиригә болған қарашлирини игилидим.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.