Бейҗиңға бармақчи булуватқан президент бушниң һәқиқий мәқсити немә?

2008‏ - Йили 7‏ - айниң 27‏ - күни бошүн тор бетигә, ләй йөдуң әпәнди, " алқан билән йәрни тирәп туруш қачанғичә давамлишиду, бейҗиңға бармақчи болуватқан президент бушниң һәқиқий мәқсити немә" дәп, баш мавзу вә "87 яшлиқ қери хитай коммунисттиниң алқанни йәргә тирәп туруши қачанғичә давамлишиду?" дәп қошумчә мавзу қоюп мақалә язған.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2008.07.29

 Ләй йөдуң әпәнди мақалисини мундақ башлайду: веңән вәқәсидин кейин, хәлқниң тешип турған ғәзәп - нәпрәтлирини көрүп йитип, қоғдинишқа чарә тапалмай, 180 гирадус өзгирип, җәмийәттә җуғланған зиддийәтләрни вә һөкүмәтниң ролини юқатқанлиқини етирап қилип икки, үч нәпәр әмәлдарниң һоқуқини елип ташлап, веңән пуқралирини пәпилигән вә һәқиқи җинайәт садир қилғанларни қоғдап қалалиған хитай коммунистлири, узун өтмәй йәнә 180 гирадус өзгирип, веңән вәқәсини җәмийәттә қара қоллар пәйда қилди дәп, аввалқи әлпазидин йенивалди.

Бирдә пуқраларға бесим ишлитип, бирдә пуқраларни йениға тартип алқанни йәргә тирәп турувелиш немидин дерәк бериду?дәп, соал қойған ләй йөдуң әпәнди:сәпсәтә сөзлинип туриду, сөзлинип турған сәпсәтә йәнә өзгирип туриду.Сәпсәтиниң қандақ сөзлиниши әмәлдарларниң еһтияҗиға бағлиқ болиду, дәйду.Олимпик мурасими өткүзүшкә херидар болған чағларда, коммунист хитай кишилик һоқуқни яхшилашқа, мәтбуат әркинликини қоюветишкә вәдә бәргән,мәтбуат һоқуқини қоюветиш уяқта турсун, мәтбуатни техиму тизгинләп, бүгүн хитай коммунистлири дуняниң ғәзәп ‏ - нәприти астида қалди, немә қилиш керәк? намайиштин өлгүдәк қорқудиған хитай коммунистлири йәнә алқанни йәргә теривелип тәшәббускарлиқ билән бейҗиңда 3 орунда намайиш қилишқа рухсәт қилди. Тарихни әслисәк, дәйду ләй йөдуң әпәнди: оңчиларға қарши туруш вә мәдәнийәт инқилаби һәрикәтлиридә һесабсиз җанни тенидин җуда қилған, тәңриниң ғәзипи вә пуқраларниң нәпрәтлири алдида, өзиниң һакимийитини сақлап қелишқа көзи йәтмигән қери хитай коммунистлири, бир қанчә миңлиған кишиләрниң әсли қияпитини вә әсли салаһийитини әслигә кәлтүргәндәк болди. Шу арқилиқ хәлқниң алқишиға, бизниң партийә улуғ партийә дәйдиған алқишиға сазавәр болди. Бир қетим әслигә кәлтүрүш биләнла адәм өлтүрүш гуруһи коммунист партийиниң җинайәтлири сақит қилинди,әслидә җинайи пакитларға асаслинип адәм өлтүрүш гуруһи коммунист партийә қанунлуқ сотқа тартилиши керәк әмәсмиди? бу партийиниң неминидур, кимнидур әслигә кәлтүрүш салаһийити бармиди?

Худди шуниңға охшаш алқанни йәргә тирәп турушлар һәр күни йүз бәрмәктә. Алқанни йәргә тирәп турғанда қандақ куч ишләтмисун, коммунист партийә йәнила явузлуқни ядро қилип алқанни йәргә тирәп туратти. Бәзидә явузлуқни дәвәр қилип алқанни йәргә тирәп туратти.
1921‏ - Йилидин һесаблиғанда дәп башлайду, ләй йөдуң әпәнди: коммунист партийиниң алқанни йәргә тирәп турушиға 90 йилдәк вақит кәтти.

Бүгүн бир әсир күткән олимпик мурасими өткүзүшниң вақитлири йитип кәлгәндә, көзигә һәммә тәрәптә дүшмән көрүнгән хитай коммунистлириниң бәдәнлирини өтмә - төшүк қиливәткән җараһәтлири еғиз елишқа башлиди. Йәрни алқан билән тирәп туруш комедийси йәнә қанчә вақит ойнилар?явузлуқ, қабаһәтлик йәнә қанчә заман давамлишар?дәп соал қойди ләй йөдуң әпәнди.Хитайда коммунист партийә қерип кәтти.Мадарсиз һаләттә әң ахирқи күчини ишқа селип, алқан билән йәрни тирәп әң ахирқи комедийини көрситәләмду, йоқ? пүтүн дуня көз тикип қарап турупту!

Президент бушниң бейҗиңға беришини көпчилик адәм чүшәнмәйду, ‏ - дәп башлайду ләй йөдүң әпәнди, ‏ - президент буш бейҗиңға берип олимпик мурасимини тамаша қилиду, дегәндин күрә, қерип кәткән коммунист хитайларниң алқанни йәргә тирәп турушини тамаша қилиду, бәлки,хитай коммунистлириниң қолини қуюветип һалак болуштин аввал йәргә чаплишип, хәйр - хош президент буш дейишини тамаша қилиду дегән түзүк.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.