Олимпик мурасими өткүзүш пәйтлири қистап кәлгәндә ...
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2008.07.31
2008.07.31
Бу қетим, башлиниши биләнла худди кочидин өткән чашқанни ур - ур қилғандәк, җуңгода өткүзүлидиған олимпик мурасиминиң мәшили дуняниң һәр қайси җайлиридин елип үтүлгәндә, тенчлиқни һимайә қилғучи, кишилик һоқуқ үчүн күрәш қилғучи хәлқләрниң вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң, уйғурларниң вә тибәтләрниң қаршилиқ көрситишигә учриди.Һәтта франсийидәк дөләтләрдә олимпик мәшили үчүрүветилди.
Хитай мустәмликичилири бу қетимқи һәйвәтлик хәлқара мурасимдин пайдилинип өзиниң хәлқара орнини юқири көтүрмәкчи вә җуңгониң нөвәттики мустәмликичилик риаллиқини хәлқара җәмийәткә етирап қилдурмақчи,хитайниң мустәмликичилик һөкүмранлиқини вә бир партийә һөкүмранлиқини бу тәнтәнилик байрам арқилиқ қанунлаштурмақчи болған иди.Ким билиду, иш башқа, ғәрәз башқа болуп чиқидиғанлиқини?җиддий реаллиқ хитай мустәмликичилириниң татлиқ чүшлирини бузувәтти. Дүшмәнни достқа айландурмақчи болған мустәмликичи хитай әмәлийәттә, достини дүшмәнгә айландурувалди. Иш чиқмаслиқ, иш чиққандиму азрақ иш чиқишқа көңлидә мақул болуш бәдилигә олимпик мурасимини ғәлбилик өткүзүп елиш, хитай мустәмликичилириниң ахирқи үмиди болуп қалди. Қәдәм бесилип шу йәргә йитип кәлгәндә, олимпик мурасимида иш чиқмайду дәп, ким кепил болалайду?пәқәтла худа билиду!
Қолға елиш, бастуруш, мәтбуатни чәкләш җәһәттә, олимпик мурасими техи башланмай турупла, инсанийәткә қарши хитай мустәмликичилири өзиниң бәт - бәширисини, ялғанчилиқни, вәдисидә турмайдиғанлиқини пүтүн дуняға ашкарилап қойди. Хитайниң қандақ хитай икәнликини билип елиштин ибарәт бу иш - ечилиш алдида турған олимпик мурасиминиң бир ғәлибиси болуп қалди.
Нөвәттә, җуңгониң һәр қайси җайлирида елип бериливатқан олимпик мурасими тәшвиқати кишиләрдә туюп кетип бизар болуш кәйпияти пәйда қилди. Җай - җайларда җүмлидин үрүмчидә аптобусларни тәкшүрүш, йолучиларниң салаһийитини тәкшүрүш башлинип кәтти.Ким билиду,йәнә бир нәччә күн өткәндә, хитай мустәмликичилириниң роһи қурулмисиму гумран боламду, қандақ? бу вақит һәр бир адәм үчүн тәқәззалиқ ичидә титилдап өтидиған вақит болуп қалди. Олимпик мурасиминиң һарписида мәйли пуқралар болсун, мәйли әмәлдарлар болсун, мәйли сақчи яки һәрбийиләр болсун, җуңгода бир иш чиқиду, дейишти. Лекин қандақ иш чиқидиғанлиқини мөлчәрлийәлмәй қалди. Кишиләр әндишә, сарасимә, вәһимә, титилдашлар ичидә, сиясәт, иқтисад саһәлиридә немә ишниң йүз беридиғанлиқини мөлчәрләп йетәлмисиму, лекин йүз бериш еһтимали болған ишларға қандақ тақабил туруш буйичә тәйярлиқ қилишқа киришип кәтти.
" Сирлар ечилидиған күнләр йитип кәлмәктә. Йүрикимиз тәртипсиз соқушқа башлиди, бу қетимқи оюнниң ахирқи йәшмиси трагедийилик боламду яки комедийилик боламду, күтүп туримиз" - дәйду хитай зиялий йүн вий. Йүн вий йәнә мундақ деди:" олимпик мурасиминиң алди - кәйнидә җуңгода қандақ өзгириш йүз бәрмисун, бу өзгириш хәлққә пайдилиқ болиду. явуз қабаһәтлик сияси түзүмниң һалакитини чоқум тезлитиду, бу миниң қәтий ишәнчим яки ишәнч мәсилисила әмәс, бәлки тарих қанунийәтлириниң муқәррәрликидур."
Шундақ болуши мумкин. Муқәррәрлик тәбиәт алимидә күчини көрсәткәндәк, муқәррәрликниң җәмийәттиму өзиниң күчини көрситиши йүз берип турмайдиған болса, инсанийәт җәмийитиниң тарихиму болмиған болатти.