Өмәр уйғур вәхпи: 'пакистандики кәлкүн апитидә уйғурлар зиянға учримиди'
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.08.25
2010.08.25
RFA Photo / Shohret Hoshur
Толуқсиз мәлуматлардин қариғанда, нөвәттә пакистанда 3000 дин артуқ уйғур яшайду. Булар пакистанға өткән әсирниң баш вә оттурилирида һиҗрәт қилған. Игилишимизчә, пакистандики уйғурлар бу қетимқи кәлкүн апитиниң зийиниға учримиған.
Апәт дәсләптә асаслиқи пакистанниң ғәрбий шимал қисмидики йезиларда йүз бәргән, арқидин җәнубий қисмиға кеңәйгән. Йәрлик аһалиләрдин игилишимизчә, апәткә учриғанларға нөвәттә җиддий керәк болуватқини пакиз су, таам , туралғу вә йепинча буюмлардур.
Нөвәттә хәлқаралиқ ярдәм тәшкилатлири пакистанда җиддий қутқузуш елип бармақта. Апәткә учриған аһалиләрдин бириниң билдүрүшичә, пакистандики өмәр уйғур вәхпиму апәткә учриғанларға ярдәм қилиш паалийити елип барған.
Өмәр уйғур вәхпи алдинқи 3 күн ичидә 1300 аилигә йемәк - ичмәк тарқатқан болуп, вәхпиниң катипи әкбәрҗан, бу қетимқи ярдәм паалийитиниң инсанпәрвәрлик тәрипидин башқа тәрәплириниму чүшәндүрүп өтти.
Юқиридики аваз улинишидин, пакистандики кәлкүн апити вә у йәрдики уйғурларниң паалийити һәққидики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.