Қағилиқ наһийисидики уйғурлар қизиллишиш һәрикитигә сәпәрвәр қилинмақта

28-Феврал йүз бәргән қанлиқ вәқәдин кейин, қағилиқ наһийиси хитай даирилириниң техиму қаттиқ башқуруши вә аталмиш “милләтләр иттипақлиқи” ни зорлап теңишиға учриған җайларниң бири болуп қалған.
Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2012.05.28
qaghiliq-pidaiylar-hujum-305.jpg Хәритидә “28‏-феврал вәқәси” йүз бәргән қағилиқниң орни көрситилгән. 2012-Йили 28-март
AFP

Бу йил 2-айниң 28-күни қағилиқ наһийисидә тоққуз нәпәр пидаийниң хитай көчмәнлиригә һуҗум қилиш вәқәси йүз берип, хитайлар вә пидаийлардин болуп җәмий 22 киши өлгән иди. 28-Февралдин башлап хитай даирилири қораллиқ қисимларни көпәйтип, қағилиқ наһийисидә чарлаш хизмәтлирини күчәйткән, наһийиниң кириш-чиқиш йоллирини бир мәзгил қамал қилғаниди. Вәқә йүз берип һазирғичә болған икки йерим айдин буян, қағилиқ наһийиси бихәтәрлик нуқтисидин хитай даирилири җиддий көңүл бөлүватқан бир җайға айланған.

Хәвәрләргә асасланғанда, қағилиқ наһийисидә 28-феврал вәқәсидин кейин йәнә зәнҗирсиман қаршилиқ һәрикәтлири йүз берип, 2-март күни үч нәпәр хитай пуқраси бир уйғур киши тәрипидин боғузлинип өлтүрүлгән. Қағилиқ вәзийитидики бу җиддийчилик бир қисим хитайларни хизмәт вә өйлирини ташлап өз юртлириға кетишкә мәҗбурлиған. Хитай һөкүмити 26-март күни 28 феврал бәхт йоли вәқәсидә тирик қолға чүшүп қалған абдукерим мамутқа өлүм җазаси бәргән. Гәрчә бүгүн қағилиқ наһийисиниң вәзийити нисбәтән тинчиған болсиму, хитай даирилириниң бу наһийини қаттиқ башқуруш тәдбирлири бошимиған. Хитай һөкүмити қағилиқ наһийисидә омумйүзлүк милләтләр иттипақлиқи һәрикити қозғап, бу наһийидики хитайлар билән уйғурлар арисида пәйда болған миллий зиддийәтни түгитишкә урунған. Хитай һөкүмити кәң көләмдә қанат яйдуруватқан бу паалийәтләр чәтәлдики бир қисим уйғур зиялийлириниң диққитини тартмақта.

Германийидики җамаәт әрбаблиридин уйғур зиялийси аблимит турсун әпәнди милләтләр иттипақлиқиниң қанунниң зорлиши, милтиқниң бесими астида әмәлгә ашидиған нәрсә әмәсликини, адиллиқ вә баравәрлик болмиған җәмийәттә иттипақлиқ болмайдиғанлиқини, болупму мустәмликә бир милләт билән мустәмликичи бир милләт оттурисида иттипақлиқтин сөз ечиш мумкин әмәсликини ейтти. Аблимит турсун әпәнди йәнә хитай йолға қоюватқан бу тәдбирләрниң икки милләт оттурисидики тоқунушни һәл қилишта карға кәлмәйдиғанлиқини, мәсилиниң түгүни миллий мәсилә әмәс, бәлки земин мәсилиси, игилик һоқуқ мәсилиси икәнликини илгири сүрди.

Шинхуа ахбарат агентлиқиниң 14-май қәшқәрдин алған мәлуматида көрситилишичә, 4-айдин башлап қағилиқ наһийисидә һөкүмәт хадимлири йеза, кәнтләргә қәдәр берип, түрлүк тәлим-тәрбийә паалийәтлирини қанат яйдурған. Бу паалийәтләрниң асаси мәзмуни; қанун-түзүм тәшвиқатини күчәйтиш, муқимлиқ тәрбийиси елип бериш, пиланлиқ туғут сияситини техиму қаттиқ әмәлийләштүрүш қатарлиқлар болған. Хәвәрдә, һазирға қәдәр 2 миң қетимдин артуқ қанундин сават бериш хизмити ишләнгәнлики, 70 миң қутидин артуқ һамилидарлиқтин сақлиниш дорисиниң пуқраларға һәқсиз тарқитилғанлиқи, пүтүн наһийә хәлқиниң бу қизиллишиш һәрикитигә сәпәрвәр қилинғанлиқи тилға елинған.

Тәңритағ ториниң 14-майдики хәвиридә көрситилишичә, қағилиқ наһийисидә әң кәң қанат яйдурулған паалийәтләрниң бири “100 күнлүк милләтләр иттипақлиқи тәлим тәрбийә паалийити” болған. 5-Май күни, һөкүмәт даирилири қағилиқта “100 күнлүк милләтләр иттипақлиқи тәлим-тәрбийә паалийити” ниң ечилиш мурасимини чоң йиғин ечип дағдуғилиқ өткүзгән. Бу паалийәт 7-айниң оттурилириға қәдәр давам қилидиған болуп, җәмийәт муқимлиқини қоғдаш, милләтләр иттипақлиқини күчәйтиш темисидики түрлүк мусабиқиләр вә мукапатлаш паалийәтлири йеза-қишлақларға қәдәр қанат яйдурулидикән. “қизил байрақ астида өсүп йетилиш”, “милләтләр иттипақлиқи билимлири мусабиқиси” қатарлиқ бу паалийәтләр ахирлашқанда, йәнә 10 миңлиған кишиләр милләтләр иттипақлиқи үчүн имза атидикән.

Қанлиқ вәқәләрдин кейинки қағилиқта йолға қоюлуватқан сиясәтләргә қарита уйғур зиялийси аблимит турсун әпәндиниң қарашлирини диққитиңларға сундуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.