Қәшқәрдә хитай сақчи вә пуқралириға һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

Хитай вә чәтәл ахбаратлириниң хәвәр қилишичә, шәнбә вә йәкшәнбә күнлири қәшқәр шәһиридә хитай сақчи вә пуқралириға һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргән . Толуқсиз мәлуматлардин қариғанда, вәқәдә хитай тәрәптин 8 киши өлгән, 28 киши яридар болған.

2011.07.31
Хитай даирилири тутуш буйруқи чиқарған икки уйғур
喀什市人民政府

Һуҗумчилардин 4 нәпири етип өлтүрүлгән, 4 нәпири әсир чүшкән, 4 нәпири қечип кәткән. Хәвәрләрдә баян қилинишичә, вәқәниң 1 ‏-күни икки нәпәр уйғур яш, қәшқәр шәһиридики йеңи базар доқмушида, бир аптомобилни булап елип, йол яқсидики хитай сақчи вә пуқралириға соққан. Арқидин аптомобилдин сәкрәп чүшүп қоллиридики пичақ билән йолда кетиватқан хитай пуқралириға һуҗум қилған. Шу қетимқи һуҗумда 6 киши өлгән .

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә ханим вәқәгә қарита дәсләпки ипадисини билдүрди: у сөзидә вәқәниң хитай дөлитиниң зулум вә зораванлиқидин келип чиққанлиқини, шуңа вәқәдә һәр икки тәрәптин өлгәнләрниң җавабкари хитай һөкүмити икәнликини баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.

Пикир

Anonymous
Aug 01, 2011 06:47 AM

Уйғурчә торда бу хилдики хәвәрләр бәклам аз һәм аста икәнсләр. Көпрәк материял топлап йолған болсаңлар рәһмәт .