Рабийә қадир ханим канада зияритини ғәлибилик ахирлаштурди

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим, 6‏ - айниң 11‏ - күнидин башланған, канадаға қаратқан бәш күнлүк зияритини ахирлаштуруп дүшәнбә күни вашингтонға қайтип кәлди.
Мухбиримиз өмәр қанат хәвири
2008.06.16

 Рабийә қадир ханим бу қетимқи зиярити җәрянида, канада һөкүмәт рәһбәрлири билән учрашқан вә хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң алаһидә тәклипи билән мәзкур тәшкилат тәрипидин канаданиң торонто шәһиридә орунлаштурулған йиғинға қатнашқан һәмдә канададики уйғур җамаити билән йүз көрүшкән.

Рабийә қадир ханим радиомизға бәргән баянатида бу қетимқи канада зияритиниң уйғур мәсилисиниң канада һөкүмити вә канада җамаәтчилики тәрипидин техиму яхши тонулушиға һәссә қошқанлиқини шуниңдәк һүсәйин җелил мәсилисиниң һәм канада һөкүмити һәм канада хәлқи алдида қайтидин көтүрүлүшигә сәвәб болғанлиқини тәкитләп, " бу қетимқи канада зияритим наһайити ғәлибилик өтти" деди.

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң бу қетимқи канада зияритиниң орунлаштурулишида муһим рол ойниған дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси мәмәт тохтиниң ейтишичә, рабийә қадир ханимниң бу қетимқи зиярити уйғур миллий дәвасиниң тәрәққияти үчүн үнүмлүк нәтиҗиләр билән аяғлашқан.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.