'Хитай рабийә қадир сода сарийини чеқиш билән мәсилини һәл қилалмайду...'

Хитай һөкүмәт даирилириниң 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейинла, рабийә қадирни мәзкур вәқәниң пиланлиғучиси дәп көрситип, арқидинла рабийә қадир сода сарийини амминиң наразилиқиға қаримай чақмақчи болуватқанлиқи, һәр бир уйғурда "бу хитайниң өч елиш һәрикити" дәп гуман һәм наразилиқ қозғимақта иди.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.09.09
Rabiye-xanim-we-Soda-Saray-305.jpg Сүрәт, рабийә қадир ханим вә арқа көрүнүштә рабийә сода сарийиниң алди көрүнүши.
Сүрәт, AFP сүрәтлиридин кириштүрүлгән, нәшир һоқуқи шуларниң.

Хитай һөкүмити үрүмчидики рабийә қадир сода сарийи бинасини чақмақчи болуватқанлиқини, сәйшәнбә күни тунҗи қетим шинхуа агентлиқида рәсмий иқрар қилди шундақла буниңға еғир бихәтәрлик мәсилиси һәм от кетиш хәтири көрүлгәнликини баһанә қилип көрсәтти.

Һалбуки, сода сарайниң игилик һоқоқдари рабийә қадир ханим болса, хитай даирилириниң өз намидики сода бинасини чеқишқа көрсәткән сәвәблиригә қайил әмәсликини билдүрмәктә.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтә рабийә қадир ханим билән өткүзгән сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.