Рабийә қадир ханимниң голландийә зиярити давам қилмақта

Д у қ рәиси рабийә қадир ханим, италийә, шивитсийә, германийә, австрийә вә франсийидики зияритини ахирлаштуруп голландийиниң пайтәхти амстердамға йетип келип паалийәтлирини башлиди.
Мухбиримиз әркин тарим
2009.12.15
Rabiye-Xanim-yawropa-parlamentida-09012009-305.jpg Сүрәт, 9 - айниң 1 - күни, д у қ рәиси рабийә қадир ханим йаврупа парламентиниң һәшәмәтлик залида 26 - ийун шавгуән вәқәси вә 5 - ийул үрүмчи қанлиқ қирғинчилиқи һәққидә гуваһлиқ бериватқан көрүнүшләрдин бири.
AFP Photo

Рабийә қадир ханим 12 - айниң 13 - күнидин тартип голландийидә паалийәт елип бармақта.

Рабийә қадир ханим голландийидә парламент әзалири, инсан һәқлири тәшкилатлири мәсуллири, журналистлар билән учришип, хитайниң 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейин демократик дөләтләрниң бесимиға қулақ салмастин уйғурларға өлүм җазаси беришни давам қиливатқанлиқини, шуңа дуня дөләтлириниң хитайға бесим ишлитиши керәкликини тәкитлигән.

Биз бу мунасивәт билән рабийә қадир ханим вә алим сейтоф әпәндиләрни телефонда зиярәт қилдуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.