Рабийә қадир ханим коломбийә университетида хитай оқуғучилирини демократийә өгинишкә чақирди
Мухбиримиз әркин
2009.09.30
2009.09.30

www.peacehall.com Дин елинди.
Рабийә ханим коломбийә университети оқуғучилар хәлқара кеңиши вә җәмийитиниң тәклипигә бинаән доклат бәргән иди.
Коломбийә университети америкиниң алдинқи қатардики мәшһур университетлириниң бири болуп һесаблиниду. Мәзкур университетниң оқуғучилар хәлқара кеңиши вә җәмийити хәлқара мәсилиләр үстидә пикир йүзгүзидиған органдур.
Рабийә қадир ханим бу органниң тәклипигә бинаән сәйшәнбә күни мәзкур университеттики оқуғучиларға доклат бәргәндин кейин, коломбийә университетидики паалийәт тоғрисида зияритимизни қобул қилди.
Юқиридики аваз улинишидин, рабийә қадир ханим билән коломбийә университетидики доклат бериш йиғини тоғрисида өткүзгән сөһбитимизниң тәпсилатини диққитиңларға сунимиз.