Вәтән ичидики бир радио аңлиғучиниң сақчилар һәққидики инкаси(1)
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2008.10.31
2008.10.31
Уйғур елиниң һәрқайси җайлирида сийасий бесим күчәймәктә. Сүрәттә, қәшқәр кочилирида чарлаш елип бериватқан хитай қоралиқ сақчилири.
AFP Photo
У киши инкасида, хитай қанун органлириниң, уйғур яшлири ичидә тоғра йолда маңғанлирини җазалап, хата йолда маңғанларни риғбәтләндүрүватқанлиқини, һәтта хата йолда маңғанларниң пайдисиға шерик болуватқанлиқини билдүрди. У бу әһвалларни мәлум қилғанда өз көзи билән көргән икки вәқәни пакит қилип көрсәтти.
" -- Сақчилар янчуқчилар билән шерик"Һөрмәтлик оқурмәнләр, юқириқи инкасчиниң билдүрүшичә, уйғур яшлири әқиллиқ вә җасарәтлик; әмма уйғур районида нөвәттә бу алаһидиликини тоғра йолға йетәкләйдиған маарип вә қанун мәвҗут әмәс.
Юқириқи аваз улинишидин, мәзкур инкасчиниң бу һәқтә ейтқанлириниң тәпсилатини диққитиңларға сунимиз.









