Шиветсийәдә олимпиккә қарши намайиш өткүзүлди
Мухбиримиз йалқун хәвири
2008.06.25
2008.06.25
Мәзкүр намайишқа шивитсийидә яшаватқан уйғурлар қатнашқандин сирт, тибәт вә моңғулларму қатнашқан, җушқун кәйпиятта елип бериливатқан намайиш йәрлик шивет хәлқиниңму қизғин қоллишиға еришкән.
Намайишта шивитсийә уйғур комитети тәрипидин шивет тилида тәйярланған һәр хил язма материяллар , намайишни иштирак қиливатқан кишиләрниң қоллириға тарқитилған болуп, хитайниң уйғур тибәт вә моңғулларға қаратқан сясий бесимлири дәлил - пакитлири билән ениқ қәйт қилинған.
Юқиридики аваз улинишидин, ихтияри мухбиримиз ялқунниң бу һәқтики мәлуматиниң тәпсилатини аңлайсиләр.