Шветсийидики уйғурларниң панаһлиқ ишлири раванлишишидики сир нәдә?

Мәлум болушичә, шветсийидики уйғурларниң панаһлиқ ишлири раванлишип кәткән болса, голландийидики уйғурларниң болса техичә қатмал һаләттә икән. Ундақта явропа иттипақиға әза бу икки дөләттә панаһлиқ тәләп қилған уйғурларниң пәрқлиқ қисмәтлири нәдин кәлди?
Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2013.01.12
nijat-turghun-yawruopa-sherqiy-turkistan-maaerip-jemiyiti-305.png Ниҗат турғун әпәнди явропа шәрқий туркистан маарип җәмийитиниң ечилиш мурасимида тәбрик сөзи қилмақта
RFA/Pidaiy


Бу һәқтә издәнгүчиләр үчүн селиштурма пурсити яритиш мәқситидә, шветсийә уйғур маарип уюшмисиниң мәсули ниҗат турғун әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Сөһбәттә голландийидики сиясий панаһлиқ тилигүчи уйғурлар билән шветсийидики елтиҗачи уйғурларниң сүпәт - сапаси, дәва ишлириға тутқан позитсийиси вә мәйдани қатарлиқлар селиштурма қилинди вә голландийидики елтиҗачи уйғурларниң панаһлиқ ишлиридики қатмаллиқларниң түрлүк сәвәблири мулаһизә қилинди. Ақлиниватқан мәсилиләрни түзитишниң чарилири һәққидә тәклипләр мәйданға чиқти.

У алди билән шветсийидики уйғурларниң панаһлиқ ишлиридики мувәппәқийәтлирини мундақ үч нуқтиға йиғинчақлиди.

1. Пиланлиқ - системилиқ хизмәт елип бериш.

2. Ички вә ташқи күчләр өз - ара маслишиш.

3. Мәтбуат - тәшвиқатниң күчи.

Ниҗат турғун әпәндиниң билдүрүшичә, шветсийидики уйғурларниң сиясий вә иҗтимаий паалийәтләргә қатнишиш нисбити 80% тин юқири икән.

Һалбуки, голландийидики уйғурларниң паалийәтләргә қатнишиш нисбити 10% гә йәтмәйватқан әһвалда давам қилмақта. Униңдин башқа бир йил ичидә шу дөләт тәвәликидә елип бериливатқан түрлүк аммиви хизмәтләрниң қетим сани вә сүпәт тәсири һәққидиму хили чоң пәрқләр бар икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.