Голландийидики бир қисим уйғурларниң вәтәнгә қайтип кетиш мәсилиси һәққидики инкаслири

Алдинқи программилиримизда голландийидики илтиҗачи меһрибан исимлик қизниң вәтәнгә қайтип кетидиғанлиқи вә униң сәвәби һәққидә учур берилгән иди.
Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2011.12.14

Бу қизниң вәтинигә қайтип кетиш мәсилиси һәққидә голландийидики уйғур җамаити арисида түрлүк инкаслар давамлашмақта. Меһрибан абләтниң дейишичә, қайтип кетиш пилани ашкарилинип қалған күндин буян һәр күни онлап киши униңға телефон қилған, һәтта безиләр униң туруватқан йеригә келип уни аварә қилған. Меһрибан абләт билән телефон сөһбити елип барған хәлчәм исимлик бир ханим униң билән қилишқан сөһбити һәққидә учур бәрди.

Меһрибан абләт өзиниң оқуш мәқсити билән вәтәндин чиққанлиқини, явропада җиқ пул тепип баяшат яшашни хиял қилғанлиқини, әмма, сиясий панаһлиқ йолидики түрлүк өткәлләрдин өтүшкә көзи йәтмигәнликтин, қайтип кәтмәкчи болғанлиқини билдүрүп, голландийидики уйғурларниң униңға нисбәтән тутқан муамилиси вә инкаслиридин шикайәт қилип, илгири қайтип кәткәнләрниң бундақ аваричиликкә учримиғанлиқини көрситип, өзиниң риязәтлирини наһәқ болди, дәп қаримақта.

Буниңға нисбәтән болуватқан муназириләрдә голландийидики уйғур тәшкилатлири вә шәхсләр өзигә хас көз қарашларға игә болмақта.

Илгири мушу лагердин, йәни меһрибан абләт туруватқан лагердин уйғур тебабити билән шуғуллинидиған абдуғени исимлик бир уйғур вәтинигә қайтип кәткән болуп, инкасларға асасланғанда у һазир үрүмчидики дукинини хатирҗәм ечип йүргән вә бу йәрдикиләргә телефон қилип, хатирҗәм келивериңлар дегәнимиш.

Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.