Сийит түмтүрк әпәнди түркийиниң уйғур сиясити һәққидә тохталди

9 - Айниң 24 - күни дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси сийит түмтүрк әпәнди өзиниң вашингтон сәпиридә радио истансимизниң уйғур бөлүмини зиярәт қилғанда мухбиримизниң соаллириға җаваб берип, түркийиниң уйғур сиясити һәққидә тохталди.
Мухбиримиз үмидвар
2009.09.25
Siyit-Tumturuk-RFA-Uyghur-bolumide-305.jpg Сүрәт, 24 - сентәбир, дунйа уйғур қурултийиниң муавин рәиси сийит түмтүрк әпәнди өзиниң вашингтон сәпиридә радиомизниң уйғур бөлүмини зийарәт қилғанда мухбиримизниң соаллириға бериватқан көрүнүш.
RFA Photo

Сийит түмтүрк әпәнди, түркийә һөкүмити вә баш министир рәҗәп тайип әрдоғанниң уйғур мәсилисигә вә 5 - июл қәтлиамиға болған көз қариши вә мәйданиниң һечқачан өзгәрмигәнликини, шундақла, түркийидики сиясий партийиләр, аммиви җәмийәтләр һәмдә турк вә уйғурларниң дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң түркийини зиярәт қилишиға тиләкдаш икәнликини тәкитлиди.

Юқиридики аваз улинишидин, мухбиримиз үмидварниң сийит түмтүрк әпәнди билән өткүзгән сөһбитиниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.