Йипәк йолидики сир -- чөллүктики марлен детрич ‏-- 'көнчи дәря гүзили'

Америкиниң калифорнийә штати сантаана шәһиридики боверз музейида көргәзмигә қоюлған тарим момялири вә момя қәврилиридин тепилған асарә - әтиқиләр америкилиқларда зор қизиқиш қозғимақта. Лос - анҗелис вақти гезити чаршәнбә күни момялар тоғрисида сөһбәт хатириси елан қилип, пенсилванийә университетиниң профессори виктор мейирниң қарашлириға йәр бәргән.
Мухбиримиз әркин
2010.03.31
Teklimakan-Momyasi-Konchi-derya-guzili-305.jpg Сүрәт, америкилиқларда зор қизиқиш қозғиған, америкиниң калифорнийә штати сантаана шәһиридики боверз музейида көргәзмигә қойулған тарим момйалири вә момйа қәврилиридин тепилған асарә - әтиқиләр тоғрисидики йахуу торида елан қилинған момйалар вә "көнчи дәрйа гүзили" тәсвирләнгән мақалидин бир көрүнүш.
http://news.yahoo.com Дин елинди.

Лекин момяларниң етник ирқий кимлики, тили, көргәзмигә қоюлған бәзи нәрсиләрниң америкидики бәзи уйғур мутәхәссислиридә пикир қозғиди.

Калифорнийә штатиниң сантаана шәһиридики боверз музейида көргәзмигә қоюлған тарим момялири Вә момяларниң қәбрисидин тепилған буюмлар америкида 15 ай көргәзмә қилиниду. Бу йил 7‏ - айниң 25‏ - күнигә қәдәр боверз музейида, 8‏ - айниң 28 ‏ - күнидин келәр йили 1‏ - айға қәдәр хюстон тәбиәт музейи вә келәр йили 2‏ - айдин 6‏ - айға қәдәр пенсилванийә университетиниң архиологийә вә антиропологийә музейида көргәзмә қилиш пиланға киргүзүлгән.

Көргәзмидә асаси салмақни игиләйдиған нәрсә момялар вә уларға аит мадди буюмлар, қәдимқи сакларға аит нәрсиләр болуп, бу асасән уйғур елиниң миладидин бурунқи антирополигийилик әһвали, мәдәнийити вә тарихини йорутуп беридиған вәсиқиләрдур. Лекин америкидики бәзи уйғур мутәхәссисләр, көргәзмигә талланған нәрсиләрдә уйғур ели тарихи бир тәрәплимилик әкс әттүрүлгәнликини, момялар билән уйғурлар арисидики тарихи бағ көрмәскә селинғанлиқини, милади 7 - 9 әсиргә аит икәнлики илгири сүрүлгән хитай вә соғди тилидики һөҗҗәтләр көргәзмигә қоюлуп, бу дәврдики уйғурларға аит һөҗҗәтләрниң тилға елинмиғанлиқини көргәзмидики зор йетәрсизлик, дәп көрсәтмәктә.

Мутәхәссисләр арисидики ихтилап момяларниң тили вә уларниң кимликигә даир мәсилиләрдә көрүнәрлик болуп, пенсилванийә университетидики профессор виктор мейир, момяларниң өз дәвридә тохри тилида сөзләшкәнликигә ишинидиған ғәрб мутәхәссислириниң бири.

Профессор мейир бу һәқтики соалимизға җаваб берип, "тохри тилиниң қара шәһәр, турпан, кучар - қизилдики инсанлар сөзлишидиған тил икәнликини билимиз. Биз йәнә оттура әсирдә уйғур , соғди вә хотән тиллириниң барлиқини билимиз. Бу тиллар райондики асаслиқ тиллар иди. Биз бу районда дәсләпки аһалиләрниң қайси тилни ишләткәнликини билиш үчүн һәр хил пакитларни нәзәрдин сақит қилмаслиқимиз керәк. Йәни бирла нәрсигә тайинивалмай, тарих вә тарихий текист, генитик пакитлар вә тилни асас қилишимиз лазим. Һәр хил пакитлар әң бурунқи йәрлик аһалиләрниң тухрилар икәнликини испатлайду. Лекин ундақ десәм уйғурлар бир аз үмидсизлиниши мумкин, чүнки улар крорән гүзилини өзлириниң әҗдади дәп қарайду" дәп көрсәтти.

Тухрилар миладидин бурун һазирқи кучар, қара шәһәр әтраплирида яшиған қәдимқи хәлқләрдур. Лекин америкида көргәзмигә қоюлған бу момялар тохрилармиди ? улар тохри тилида сөзлишәмти ? америкидики йипәк йоли мәдәнийәт тәтқиқатчиси доктор қаһар барат бу мәсилидә профессор виктор мейирниң қаришини рәт қилиду. Доктор қаһар барат көнчи дәря әтрапидин тепилған бу момяларни тохрилар, дәп муқимлаштуруветишкә болмайдиғанлиқини әскәртип, тохриларниң тарим ойманлиқиға көчүп кәлгән вақти момяларниң яшиған дәвридин кейинки вақитларға тоғра келидиғанлиқини билдүрди.

Профессор мейир болса , момяларниң тохри тилида сөзлишидиғанлиқида чиң туруп, лекин тохри тилиниң зади қандақ тил икәнлики, һинди ‏ - явропа тиллириниң қайси түригә киридиғанлиқини илгириләп тәкшүрүшкә тоғра келидиғанлиқини илгири сүрди. У "уларниң тохри тилида сөзлишидиғанлиқиға даир нурғун пакитларни қоялаймән . Улар тохри тилиниң бир вариянтида сөзлишәтти. Сиз мениң енгилиз тилидики ханей дегән сөзниң тохри тилидин кәлгәнлики һәққидики чүшәндүрүшүмни аңлидиңиз. Бу хән дәвридики тохри сөзи. Бу наһайити бурунқи дәвр. Шүбһисизки , тохри тили һинди ‏ - явропа тили, лекин тохри тили қандақ тил иди ? униң ғәрбий һинди - явропа тиллири билән болған мунасивити қандақ иди ? бу айрим бир мәсилә" дәп көрсәтти.

Америкилиқлар әң һәйран қалған момяларниң бири хитайлар "кичик дәря гүзили" дәп исим қоювалған күнчи дәряси вадисидин тепилған аялниң җәсити болуп, профессор мейир, "лос анҗелис вақти гезити"дә елан қилинған сөһбәт хатирисидә бу аялни тәсвирләп, "у көрүнүши наһайити меһрибан, шәрқий оттура асиядин байқалған әң гүзәл момя иди. У узун кирпики, нуқсансиз һөсни - җамали, нипиз териси билән мәшһур болуп, бешида наһайити көркәм тумиқи бар" дегән.

Лекин момяларниң ирқий кимлики мәсилисидә профессор мейир билән доктор қаһар баратниң көз - қариши асасән охшаш болуп, улар момяларниң явропа ирқий билән йәрлик ирқниң арилашмиси икәнликигә ишиниду. Профессор мейир, боверз музейидики көргәзминиң ечилиш мурасими күни сөзлигән ликсийисидә, фудән университетиниң момялар шәрқий яки җәнубий асия елементи билән явропа ирқиниң қошулмиси дегән қаришини рәт қилип, җилин университетиниң момялар явропа ирқий билән йәрлик оттура асиялиқларниң қошулмиси дегән хуласигә ишинидиғанлиқини билдүргән иди. Доктор қаһар барат "момялар дәвридә тәңритеғи вә алтай тағлириниң арисида яшиған йәрлик хәлқләр уйғурлардур" дәп көрсәтти.

Профессор мейир "лос анҗелис вақти гезити"дики сөһбәт хатирисидә "көнчи дәря гүзили"ни германийидә туғулуп, америкида нам чиқарған 20 ‏ - әсирдики мәшһур артист вә нахшичи марлен детрич ханимға охшатқан. У, "мән уни чөллүктики марлен детрич дәймән" дәйду.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.