'Муһәббәтниң 10 шәрти' хитайниң 60 йиллиқ чоң тәбрик күни тәйвәндә қоюлидиған филим, дәп муқимланди
Мухбиримиз вәли
2009.09.21
2009.09.21

www.theepochtimes.com Дин елинди. (Paul Crock/AFP/Getty Images)
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим һәққидики һөҗҗәтлик филимниң бүгүн тәйвәндә қоюлушқа башлиғанлиқидин башқа, бу филимни 'хитайниң 60 йиллиқ чоң тәбрик күни тәйвәндә қоюлидиған филим' дәп муқимланғанлиқи, бүгүнки әң чоң йеңи хәвәр болуп қалди.
'Муһәббәтниң 10 шәрти' бүгүн тәйвәндә қоюлишқа башлиди
Ройтерс агентлиқиниң тәйбейдин баян қилишичә, хитай һөкүмитиниң үрүмчидә йүз бәргән уйғур қозғилиңиға риясәтчилик қилди, дәп әйибләватқан уйғур рәһбири рабийә қадир ханимниң кәчүрмишлири тәсвирләнгән 'муһәббәтниң 10 шәрти' намлиқ һөҗҗәтлик филим, тәйвәндә филим фестивалидин бирай бурун, йигирмә иккинчи сентәбир күни алдинала қоюлушқа башлиған. Бу филим һазир тәйвәндә чоң дағдуға қозғаватиду. Бүгүнки еланлардин мәлум болушичә, бу филим әтә төт қетим қоюлидикән.Беләт елиш үчүн сәп болуп турған кишиләргә беләт йетишмиди
Мәркизи агентлиқиниң гавшоңдин баян қилишичә, 'муһәббәтниң 10 шәрти' дегән 59 минутлуқ филим, бүгүн гавшоңда үч қетим қоюлди. Һәр қетимда, беләт елиш үчүн сәп болуп турған кишиләргә беләт йетишмиди.23 - Числаниң белитиму бүгүн пүтүнләй сетилип болди. Мәдәнийәт мәркизиниң хизмәтчилири һазир беләт заказ қилидиған кишиләрдин келиватқан телефонларни елишқа үлгүрәлмәйватиду.
Бу филимни дағдуға қиливатқан кишиләр тәйвән даирилирини тәнқидлиди
Бүгүн тәйбей аһалилиридин яң фамилилик бир ханимниң бу филим һәққидә тәйвәндә болуватқан вәқәләрни сөзләп беришичә, тәйвән филим фестивалиға талланған 'муһәббәтниң 10 шәрти' дегән филим тәйвән фестивалиға талланған филим тизимликидин чиқириветилмигән, бәлки тәйвәндә бүгүн алдин ‘ала қоюлушқа башлиған.Бу филим тәйвәндә наһайити чоң дағдуға қозғиған. Бу филимни көрүшкә алдираватқан кишиләр тәйвән даирилирини ' немә үчүн күтүпханилардила қойисән? ' дәп тәқидләп наразилиқ билдүрүшкә башлиған.
'Шинхуа агентлиқи' ялған ейтти
Әмма, 'шинхуа агентлиқи' бүгүн гавшоңдин тарқатқан хәвиридә, гавшоң шәһири һазир җәмийәтниң бесими астида қелип, пиланини өзгәртип, келәр айда фестивалда қоюшқа пиланланған 'муһәббәтниң 10 шәрти' дегән филимни күтүпханидила қоюп аяқлаштурмақчи болған иди, тәйвән хәлқиниң қаттиқ тәнқидигә учриди, дәп баян қилди.Гавшоң шәһириниң шәһәр башлиқи бу филим 'шәһримиздә очуқ қоюлиду' дәп җакарлиди
Мәркизи агентлиқиниң бүгүн кәч елан қилған әң йеңи хәвиридә баян қилинишичә, гавшоң шәһириниң шәһәр башлиқи чен чу, бүгүн шәһәрлик парламентта, "муһаҗирәттики уйғур рәһбири рабийә қадирниң кәчүрмишлири тәсвирләнгән 'муһәббәтниң 10 шәрти' намлиқ һөҗҗәтлик филим шәһримиздә очуқ қоюлиду. Бу филим шәһиримизниң әркинлик вә демократик тәрәққияти үчүн пайдилиқ. Шәһиримиз гәрчә саяһәт шәһири болсиму, әмма шәһиримизниң ишлири саяһәтчиләргә беқинип қалмайду. Биз бу филимниң тәсирини 7- айниң 24 - күни мелборн филим фестивалида көрдуқ" дәп җакарлиған.Тәйвән мәдәнийәт мәркизиниң башлиқи ву сәйпиң бүгүн җәмийәткә йәнә, хитай пүтүн күчи билән әйибләватқан уйғур рәһбири рабийә қадирниң кәчүрмишлири тәсвирләнгән 'муһәббәтниң 10 шәрти' дегән бу филим 'хитайниң 60 йиллиқ чоң тәбрик күни тәйвәндә қоюлидиған филим' дәп, җакарлиди.