Тәйвәндә “тәйвән уйғур достлуқ уюшмиси” қурулди
2012.10.04

9-Айниң 28-күнидин башлап тәйвәндә елип бериливатқан бир қатар уйғур кишилик һоқуқ паалийитигә иштирак қиливатқан дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси илһам мәхмут әпәнди тәйвәндә елип бериливатқан уйғур кишилик һоқуқ паалийәтлириниң биринчи күнидики паалийәтләр һәққидә тәпсилий мәлумат берип, 9-айниң 29-күни тәйвәндә тәйвән парламент әзалиридин дүән йикаң әпәнди, тйән чуҗиң ханим, хуаң вәнлий ханим вә тәйвәнниң сабиқ сәһийә министири ту шиңҗе әпәнди, тәйвән профессорлар уюшмисиниң рәиси җаң кияң әпәнди, тәйвән хәлқпәрвәр партийисиниң баш катипи лю веншюң әпәнди қатарлиқлар вә атақлиқ хитай өктичи язғучиси, мәшһур обзорчи лин бавхуа әпәнди қатарлиқлар вә шундақла уйғур кишилик һоқуқ паалийитини қоллиғучилар, инсанпәрвәр тәйвәнликләр бирликтә тәйвән парламент бинасиниң удулиға җайлашқан тәйвән университетиниң йиғин залида “тәйвән уйғур достлуқ уюшмиси” ниң қурулғанлиқини җакарлиған вә атақлиқ хитай язғучиси лин бавхуа әпәнди рәисликкә вә униң рәпиқиси яң йөчиң ханим баш катиплиққа тәйинләнгән.
Бу, йеқинқи заман уйғур тарихида тәйвәндә қурулған тунҗи уйғур достлуқ уюшмиси болуп, бу достлуқ уюшмиси дәл хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 63 йиллиқи һарписида тәйвәндә қурулған болуп, бу уюшминиң тәйвәндә қурулуши бәлким хитай һөкүмитиниң алаһидә диққитини тартиши вә ғәзипини қозғиши мумкин дәп пәрәз қилинмақта.
Биз бу һәқтә толуқ мәлумат елиш үчүн һазир тәйвәндә тәйвән уйғур достлуқ уюшмисиниң қурулуши қатарлиқ бир қатар уйғур кишилик һоқуқ паалийәтлиригә қатнишиватқан илһам мәхмут әпәнди билән телефон зиярити елип бардуқ.
Юқиридики аваз улинишидин тәпсилатини аңлиғайсиләр.