Тоқсунда йүз бәргән бир вәқә һәққидики инкас
Мухбиримиз әркин тарим
2009.06.04
2009.06.04
Бу кишиниң ейтишичә, сақчилар бахаидин қариниң аилисигә униң сақчи идарисида йүрәк кесили тутуп қелип өлгәнликини ейтқан болсиму, әмәлийәттә сақчи идарисида тән җазаси билән олтүрүлгәнликини, чүнки имам вә мейит юғучилар мейитни юған вақтида мейитниң пүтүн бәдининиң көкирип кәткәнликини көргәнликини ейтишқан.
Радиомизға телефон қилип бу һәқтә мәлумат бәргән киши, бахаидин қариниң җиназа намизиға башқа йезилардин кәлгән көплигән адәмниң қатнашқанлиқини, улар мейитни 7-8 келометирлиқ зараткаһлиққа пиядә узутуп чиққанлиқини, шундақла, хитай хәвпсизлик хадимлириниң бахаидин қариниң аялини ериниң җиназа намизиға қатнишишқа рухсәт қилмастин, уни турмида тутуп турғанлиқини сөзләп бәрди.
Юқиридики аваз улинишидин, радиомизға телефон қилип бу һәқтә мәлумат бәргән бу инкас қилғучи киши билән өткүзүлгән телефон сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.