Түркийидә өткүзүлгән 20 - нөвәтлик хәлқара хазар шеир оқуш кәчликигә уйғур шаирларму қатнашти

Бу йилқи 20 - нөвәтлик хәлқара хазар көли шеир оқуш кәчлики түркийиниң шәрқий җәнуб райониға җайлашқан әлазиһ вилайитиниң әлазиһ шәһиридә өткүзүлди.
Ихтияри мухбиримиз әркин тарим
2012.06.27
turkiye-uyghur-shaire-nurela-gokturk-305.png Түркийидә туриватқан уйғур шаирә нүрәла гөктүрк ханим бу йиғилишта
RFA/Erkin Tarim


Бу шеир оқуш кәчлики 14 - әсирдә анатолийидә яшиған мәшһур хәлқ шаири юнус әмригә аталған болуп, бу паалийәткә әзәрбәйҗан, қазақистан, өзбекистан, қирғизистан вә дуняниң һәрқайси дөләтлиридә яшаватқан түркий милләтләрдин язғучилар қатнашти. Уйғур шаирлиридин түркийидә туриватқан нүрәла гөктүрк ханим қатнашти. Униң өзи йезип декламатсийә қилған “һөрийәт истәймән” мавзулуқ шеири аңлиғучиларниң қизғин алқишиға еришкән.

6 - Айниң 22 - күнидин 25 - күнигичә давамлашқан хәлқаралиқ бу паалийәткә әлазиһ вилайитиниң валийси муһаммәр әрол, әскишәһир валийси қадир қочдәмир, парламент әзалири шуай алпай, сәрмин балиқ вә фаруқ сәптиоғлу һәмдә әлазиһ шәһәр башлиқи сүлайман сәлманоғлу қатарлиқ кишиләр қатнашти вә сөз қилди. 3 Күн давамлашқан бу шеир декламатсийә кәчликигә түркийә дөләт телевизийиси болған т рт авази арқилиқ нәқ мәйдандин тарқитилди.

Бу паалийәт җәрянида шаирлар шеир декламатсийә қилипла қалмастин бәлки, түрк дунясиниң мәсилилири һәққидиму муназирә елип бариду. Хазар көли хәлқара шеир кечилири 1992 - йили оттура асия түркий җумһурийәтлири мустәқил болғандин кейинла өткүзүлүшкә башланған болуп, һазирғичә бу паалийәткә даңлиқ язғучи чиңгиз айтматов, даңлиқ әзәрбәйҗан шаири бәхтияр вахапзадә, қазақ шаири мухтар шаханов, түркмән шаири ораз ямғур әпәнди вә көп санда даңлиқ түрк шаирлириму қатнашқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.