Адвокат нури түркәл: '5 - июл вәқәси қатнашқучилириниң тәқдири соттин бурун бәлгилинип болған'
Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.10.21
2009.10.21

AFP Photo
Буниң ичидә 9 нәпәр уйғурға үлүм җазаси вә кечиктүрүп иҗра қилиндиған өлүм җазасиға охшаш еғир җазалар һөкүм қилинди. Хитай һөкүмитиниң 5 - июл вәқәсигә мунасивәтлик дәп тутқун қилғанларға қарита қоллиниватқан җазалаш, бир тәрәп қилиш усулиниң адил болмиғанлиқи, һәтта сот тәртипиниңму һәм хитай қануниға хилап һалда елип берилғанлиқи тәнқидләнмәктә.
Америкидики адвокат нури түркәл әпәнди болса, хитай сотида үлүм җазасиға охшаш еғир җазалар бекитилгән 5 -июл вәқәси қатнашчилириниң тәқдириниң сот ечилиштин бурунла хитай сиясити арқилиқ бекитилип болғанлиқини көрсәтти.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.