Уйғурлар рамзанни диний вә сиясий бесимлар ичидә башлиди
2011.08.01

Бу йиллиқ мубарәк рози ейи авғустниң 1-күни башланди, уйғур елиниң җай-җайлириға қаратқан телефон зиярәтлиримиздин, уйғурлар бу роза ейини пәқәт қой гөши вә күндилик истемал буюмлири баһасиниң юқирилап кәткинигә охшаш иқтисадий бесимла әмәс, бәлки униңдин еғир бесимлар билән башлиғанлиқи мәлум болди. Йәни атуштики мәлум уйғур рестораниға телефон қилғинимизда, ресторанниң аял хоҗайини, бу йил даириләрниң йемәк-ичмәк мулазимити билән шуғуллинидиған орунларға роза мәзгилидики тиҗарәтни тохтатмаслиқ һәққидә чүшүргән уқтурушиниң илгирикидинму кәскин икәнликини ейтти.
Ақсуниң мәлум наһийилик һөкүмәт ишханисидин телефонни алған нөвәтчи сақчи, өзиниң роза туталмиғанлиқини ейтқан болсиму, әмма сәвәбини ейталмиди.
Қәшқәр сериқ боя базиридики бир уйғур аял, вәзийәтниң илгирикидин чиңлиқини, буниңға қәшқәрдә икки күндин буян йүз бәргән вәқәләрниңму тәсири барлиқини еһтиятчанлиқ билән тилға алди.
Қәшқәрдики бир наһийилик оттура мәктәптин телефонни алған бир пешқәдәм оқутқучи, тәтил болсиму муқимлиқни сақлаш үчүн, оқуғучи-оқутқучиларниң һәр һәптә мәктәпкә йиғилип паалийәт өткүзүватқанлиқини билдүрди.
Юқиридики аваз улинишидин бу һәқтә мухбиримизниң телефон арқилиқ уйғур елидин игилигән мәлуматлирини аңлиғайсиләр.