Хитай олимпик мәзгилидә ғулҗида тутулған 12 нәпәр уйғурни қаттиқ җазалиди

Хитайниң уйғур елидики һөкүмәт даирилири олимпик мәзгилидә олимпикни тинч өткүзүшкә капаләтлик қилимиз дегән баһанидә, уйғур илиниң һәр қайси җайлирида зор көләмлик тутқун елип барған.
Мухбиримиз миһрибан
2009.06.02
Uyghur-tutqun-qilish-305 Уйғур елидә, хитай һакимийитиниң уйғур тутқунлар үстидин сот қиливатқан көрүнүшлиридин бири.
RFA File

Исмини ашкарилашни халимиған мәлум бир радио аңлиғучимизниң учур йәткүзүши билән биз, ғулҗа тәвәсидин бултур олимпик мәзгилидә йәни 2008 - йили 4 - айдин 6 - айғичә болған арилиқта, тутқун қилинған 12 нәпәр уйғур устидин 2008 - йили 11 - айда сот ечилғанлиқини, әмма уларниң устидин һөкүм чиқириш кечиктүрүлүп, бу йил, 2009 - йили 3 - айниң 24 - күни или областлиқ сот мәһкимиси тәрипидин чиқирилған 2008 - йил 106 - номурлуқ һөкүмнамидә, бу балилар устидин һөкүм чиқирилип, уларниң " дөләтни парчилаш җинайити" билән әйиблинип, еғир дәп қаралғиниға муддәтсиз қамақ җазаси, йеник дейилгинигә 3 йиллиқ қамақ җазаси берилгәнлики һәққидики учурға игә болдуқ.

Бу уйғур яшлири ғулҗа наһийиси, ғулҗа шәһири вә нилқа наһийиси тәвәсидин тутулған тиҗарәтчи яшлар болуп, төвәндикиси бу қетим җаза һөкүм қилинған балиларниң исимлики, вә уларға берилгән җаза һөкүми:

1. Мәрдан сийитахун ( әр, уйғур ) ғулҗа наһийә тохочиюзи кәнтидин, толуқсиз оттура мәктәп сәвийисидә. 1973 - Йили 11 - айниң 23 - күни туғулған.

2008 - Йили 4 - айниң 14 - күни ғулҗа шәһири җамаәт хәвпсизлик идариси тәрипидин тутулған, һазир ғулҗа наһийилик қамақханида қамақлиқ. 2009 - Йили 3 - айниң 24 - күни һөкүм елан қилинип, дөләтни парчилаш җинайити билән муддәтсиз қамақ җазаси берилгән.

2. Әхмәтҗан әмәт (әр, уйғур ) 1985 - йили 4 - айниң 18 - күни туғулған, ғулҗа наһийә аруз йезисидин, башланғуч мәктәп сәвийисидә.

2008 - Йили 4 - айниң 14 - күни ғулҗа наһийә җамаәт хәвпсизлик идариси тәрипидин тутулған, һазир ғулҗа наһийилик қамақханида қамақлиқ. 2009 - Йили 3 - айниң 24 - күни һөкүм елан қилинип, дөләтни парчилаш җинайити билән 15 йиллиқ қамақ җазаси берилгән.
 
3. Мәвланҗан әхмәт (әр, уйғур ) 1987 - йили 3 - айниң 10 - күни туғулған, ғулҗа наһийә худиярйүзи йезисидин, толуқсиз оттура мәктәп мәлуматлиқ, 2008 - йили 3 - айниң 29 - күни ғулҗа наһийә җамаәт хәвпсизлик идариси тәрипидин тутулған, һазир или областлиқ мәркизи қамақханида қамақлиқ. Дөләтни парчилаш җинайити билән 10 йиллиқ қамақ җазаси берилгән.

4. Қурбанҗан сәмәт (әр, уйғур ) 1985 - йили 8 - айниң 27 - күни туғулған, нилқа наһийисидин, толуқсиз оттура мәктәп мәлуматлиқ.

2008 - Йили 4 - айниң 14 - күни ғулҗа наһийә җамаәт хәвпсизлик идариси тәрипидин тутулған, һазир или областлиқ мәркизи қамақханида қамақлиқ. Дөләтни парчилаш җинайити билән 10 йиллиқ қамақ җазаси берилгән.
 
5. Долқун әркин (әр, уйғур ) 1989 - йили 2 - айниң 22 - күни туғулған, ғулҗа шәһири хәнбиң йезиси зайомка кәнтидин, толуқсиз мәлуматлиқ.

2008 - Йили 4 - айниң 16 - күни ғулҗа наһийә җамаәт хәвпсизлик идариси тәрипидин тутулған, һазир или областлиқ мәркизи қамақханида қамақлиқ. Дөләтни парчилаш җинайити билән 10 йиллиқ қамақ җазаси берилгән.

6. Өмәрҗан мәһмут (әр, уйғур ) 1986 - йили 11 - айниң 15 - күни туғулған, ғулҗа шәһири қәшқәр кочисидин, толуқсиз оттура мәктәп мәлуматида.

2008 - Йили 5 - айниң 7 - күни ғулҗа наһийә җамаәт хәвпсизлик идариси тәрипидин тутулған, һазир или областлиқ мәркизи қамақханисида қамақлиқ. Дөләтни парчилаш җинайити билән 10 йиллиқ қамақ җазаси берилгән.

7. Сәйдәхмәт авут (әр, уйғур ) 1971 - йили 7 - айниң 12 - күни туғулған, ғулҗа наһийә исламйүзи кәнтидин, толуқсиз оттура мәктәп мәлуматлиқ, 2008 - йили 4 - айниң 14 - күни ғулҗа наһийә җамаәт хәвпсизлик идариси тәрипидин тутулған, һазир ғулҗа наһийә қамақханида қамақлиқ, дөләтни парчилаш җинайити билән 10 йиллиқ қамақ җазаси берилгән.

8. Әркин әмәт (әр, уйғур ) 1973 - йили 3 - айниң 3 - күни туғулған, ғулҗа наһийә аруз йезисидин, башланғуч мәктәп мәлуматлиқ, 2008 - йили 4 - айниң 14 - күни ғулҗа наһийә җамаәт хәвпсизлик идариси тәрипидин тутулған, һазир ғулҗа наһийә қамақханида қамақлиқ, дөләтни парчилаш җинайити билән 10 йиллиқ қамақ җазаси берилгән.

9. Абдуҗелил абдуғупур (әр, уйғур ) 1988 - йили 7 - айниң 2 - күни туғулған, ғулҗа шәһәр йеңи йәр йезисидин, толуқсиз оттура мәктәп мәлуматлиқ.

2008 - Йили 4 - айниң 14 - күни ғулҗа наһийә җамаәт хәвпсизлик идариси тәрипидин тутулған, һазир ғулҗа наһийә қамақханида қамақлиқ, дөләтни парчилаш җинайити билән 6 йиллиқ қамақ җазаси берилгән.

10. Абдулетип аблимит (әр, уйғур ) 1972 - йили 7 - айниң 1 - күни туғулған, ғулҗа наһийә аруз йезисидин, толуқсиз оттура мәктәп мәлуматлиқ.

2008 - Йили 6 - айниң 5 - күни ғулҗа наһийә җамаәт хәвпсизлик идариси тәрипидин тутулған, һазир ғулҗа наһийә қамақханида қамақлиқ, дөләтни парчилаш җинайити билән 6 йиллиқ қамақ җазаси берилгән.

11. Мутәллип рози ( әр, уйғур ) 1979 - йили 3 - айниң 7 - күни туғулған, ғулҗа шәһәр қаридөң йезиси байкөл кәнтидин, башланғуч мәктәп сәвийисидә.

2008 - Йили 4 - айниң 16 - күни ғулҗа наһийә җамаәт хәвпсизлик идариси тәрипидин тутулған, һазир или областлиқ мәркизи қамақханида қамақлиқ.

 12. Обулқасим (әр, уйғур ), 1980 - йили 8 - айниң 10 - куни туғулған, ғулҗа наһийә тохочийүзи кәнтидин, толуқсиз оттура мәктәп сәвийисидә.

2008 - Йили 4 - айниң 23 - күни ғулҗа наһийә җамаәт хәвпсизлик идариси тәрипидин тутулған, һазир или областлиқ мәркизи қамақханида қамақлиқ. Дөләтни парчилаш җинайити билән 3 йиллиқ қамақ җазаси берилгән.

Биз суруштуруш арқилиқ бу 12 нәпәр уйғур яшниң ичидә муддәтсиз қамақ җазасиға һокум қилинған мәрдан сийитахунниң дадиси билән сөһбәтлишиш пурситигә игә болдуқ.

Сийитахун ака өзиниң бу һәқтики қарашлирини баян қилип өтти.

Әтики программимизда бу һәқтә давамлиқ мәлумат беримиз. юқиридики аваз улинишидин, бу прораммимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.