Хитай бихәтәрлик хадими ғәйрәтниң сирлиқ өлүми (2)

Уйғур аптоном районидики хитай дөләт бихәтәрлик назаритиниң җасуслуқ хадими ғәйрәт нурмәмәт, бу йил 1 - айда өйидә туюқсиз өлүп қалған. Униң туюқсиз өлүми гәрчә бир мәһәл ғулғула қозғиған болсиму. Лекин хитай даирилири тәрипидин тез арида бесиқтуруветилгән.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2010.09.15
Urumqi-xitay-piqaq-esker-qatil-305 Сүрәттә, 14 - ийул, дөң көврүк базириниң йенида, қораллириға өткүр тиғларни бекитип, уйғурларға қарши постта турған хитай қораллиқ сақчилиридин бири.
AFP Photo

Ғәйрәтниң өлгән яки өлтүрүлгәнлики һәққидә һазирчә ениқ мәлумат елиш мумкин болмисиму,  әмма ғәйрәтниң йеқинда чәтәлгә қечип чиққан бир ағинисиниң ашкарилиши билән мәзкур бихәтәрлик хадиминиң сирлиқ өлүминиң һәқиқәтән гуманлиқ икәнлики, йәни 5 - июл сирлири билән мунасивәтлик икәнлики барғанчә су йүзигә чиқмақта.

Ғәйрәт нурмәмәт, 36 яш, үрүмчидә туғулған. Үрүмчидики уйғур аптоном районлуқ қораллиқ сақчи мәктәпни тамамлиғандин кейин, уйғур аптоном районлуқ дөләт бихәтәрлик назаритидә, сиясий җинайәтчиләрни тутушқа мәсул башқармисида 10 йилдин артуқ разведка хадими болуп ишләп кәлгән.
 
Ғәйрәт нурмәмәт 2010 - йили 1 - айда туюқсиз өйидә өлүп қалған, хитай даирилири гәрчә бу сирлиқ җасусниң өлүминиму мәңгүлүк сирға айландуруветишқа урунған болсиму, лекин шаһидларниң инкас қилишичә, униң сәвәбсизла өлүп қелиши, йүз қисми көкәргән җәсити, болупму, муһими униң өлүштин илгири пушман басқан роһий һалити һәм хитай бихәтәрликигә алақидар, йәни 5 - июл вәқәсигә мунасивәтлик учурларни мәстликтә ағзидин чиқириветиши һәтта йиғлапму салғанлиқиға охшаш вәқәләр униң өлүминиң ундақ аддийла, туюқсиз өлүм икәнликигә гуман турғузидикән.
 
Ундақта шунчә бигунаһ инсанни, қериндашлирини "хитайниң бихәтәрликигә тәһдит" дегән гуман билән хитай һөкүмитиниң өлүм җазасиға, қийин қистақлириға, адаләтсиз һөкүмигә тутуп берип көзини чим қилмайдиған, виҗдани азабланмай әксичә көрсәткән хизмитидин пәхирлинип шуниңға тайинип җан беқип кәлгән ғәйрәт нурмәмәтниң виҗданини ойғатқан, көзидин яш аққузған қандақ бир күчлүк сәвәб болиши мумкин ? ғәйрәт зади қандақ адәм иди?

Ғәйрәтниң сирлиқ өлүмидин чөчүп өзиму бирәр балайи қазаниң йетип қелишидин қутулуш үчүн чәтәлгә қечип кәлгән ғәйрәтниң һазирчә исмини ашкарилашни халимиған ағиниси бу соаллиримизға җаваб берәләйду.

Ғәйрәтниң үрүмчидики өзини ашкарилашни халимиған йәнә бир туғқиниму охшашла, ғәйрәтниң өлүп кетиштин илгири наһайити зор идийиви күрәштә қалғанлиқини, буниңға униң 5 - июлда көргән билгәнлириниң тәсир қилғанлиқини қәйт қилиду.

"Дөләт мәнпәәти һәммидин үстүн ", "йүзни хата тутсақму бириниң қечип кетишигә йол қоймаймиз", "үч хил күчләрни йилтизидин тазилап баш көтүрмәстин уҗуқтурумиз..." Дегәндәк принсиплар билән хитай һөкүмитигә садиқ ишләп кәлгән ғәйрәт нурмәмәтниң өлүшигә әҗәба униң адаләт еңиниң анда - мунда ойғинип, виҗдани азабта қалғанлиқи сәвәб болдиму яки униң 5 - июл сирлирини вәзипә сүпитидә әмәс, бәлки өзликидин сүрәткә еливалғанлиқи сәвәб болдиму ? ундақта у өлүштин илгири бу мәхпийәтликләрни ағзаки ашкарилиғандин башқа бирәрсигә тапшурдиму йоқ ? қандақ бир тәрәп қилди? буларниң һәммиси йәнила сир!  бәлким, бу сирларму ғәйрәтниң туюқсиз өлүм вәқәсиниң барғанчә рошәнлишиватқинидәк, мәлум бир күнләрдә дуняға ашкара болса әҗәб әмәс?!

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.
 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.