Америка хитайдики 1452 нәпәр сиясий мәһбусниң тизимликини елан қилди
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.11.01
2010.11.01
Youtube.com Дин елинди.
Бу қетим елан қилинған 1452 нәпәр сиясий мәһбусниң тизимлики ичидә 200дин артуқ уйғур сиясий мәһбус һәққидә мәлумат берилгән. Буларниң ичидә нурмәмәт ясин, гүлмирә имин, мәһбубә абләш, дилшат пәрһат вә ғәйрәт нияз қатарлиқ тонулған сиясий мәһбуслардин башқа, абдуқадир мәхсум, абдукерим әйса вә мухтәр рәһмитулла қатарлиқ тонулмиған; әмма өткән 10 йил ичидики муһим вәқәләрдә рол алған вә йетәкчилик қилған муһим кишиләрниң исимлики киргүзүлгән.
Мәлуматта билдүрүлүшичә, абдуқадир мәхсум, 2008 - йили олимпик һарписида йүз бәргән хотән аяллар намайишини пиланлаш билән әйиблинип 15 йиллиқ кесилгән. Мухтәр рәһмитулла 1997 - йилидики ғулҗа вәқәсини қозғиғучиларниң бири дәп қарилип 17 йиллиқ кесилгән. Йәнә доклаттин ашкарилинишичә, 2002 - йили шаңхәй сақчилири, абдукерим әйса, әхмәт абләй вә рахман абдурейим қатарлиқ 3 уйғурни тутқун қилған.
Шаңхәй оттура сот мәһкимиси бу 3 нәпәр уйғурни бөлгүнчилик вә қанунсиз диний паалийәт елип бериш билән әйибләп, айрим - айрим һалда бир вә икки йиллиқтин қамаққа һөкүм қилған. Доклатта йәнә, хәлқара инсан һәқлири баяннамисини уйғурчиға тәрҗимә қилғанлиқи үчүн қамақ һөкүм қилинған абдухелил зунун, йопурға наһийилик һөкүмәт бинасиға шәрқи түркистан байриқини қадиғанлиқи үчүн 15 йиллиқтин кесилгән абдуғени имин қатарлиқ яшлар һәққидиму мәлуматлар берилгән.
Доклатниң кириш сөзидә, бу қетимқи тизимликтики сиясий мәһбуслар 2008 - йили ласа вәқәсидә тутулған тибәтләр вә 2009 - йили 5 - июл вәқәсидә тутулған уйғурларниң һәммисини өз ичигә алмиған дәп әскәртилгән.
Доклатта көрситилгән мәнбәләрдин қариғанда, мәзкур комитет бу мәлуматларниң көпинчисини чәтәлләрдики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң доклатлиридин вә хәлқара ахбарат вастилиридин игилигән. Бир қисмини өзлириниң мунасивәтлик қаналлири арқилиқ хитай тәрәптин бивастә игилигән; йәнә бир қисмини болса хитайниң һәр дәриҗилик һөкүмәт торбәтлири вә ахбарат хәвәрлиридин топлиған.
Америка һөкүмити вә дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитетиниң мәзкур тизимлик һәққидики баянатида мундақ дейилгән: биз нелсон мандилаға охшаш кишиләрниң әйни йилларда түрмидин қоюветилишигә, хәлқара җамаәт пикриниң сәвәб болғанлиқини билимиз вә бүгүн әркинлик үчүн түрмиләрдә йетиватқан кишиләрниң өз миллитиниң кәлгүси рәһбәрлири икәнликигә ишинимиз. Баянатта йәнә, америкиниң дуняниң нәридә болса болсун, әркинлик күрәшлирини қоллайдиғанлиқи тәкитләнгән вә дуня җамаитини мәзкур сиясий мәһбусларниң тәқдирини көзитишкә чақирған.
Америкиниң мәзкур комитети 2002 - йилдин башлап, мәхсус хитайдики сиясий мәһбусларниң архипини турғузуп кәлгән. Бу архипқа сиясий мәһбуслар мәлумат амбири нам берилгән. Мәлум болушичә, мәзкур архипта 5689 нәпәр сиясий мәһбус һәққидә мәлумат бар болуп, бу қетимқи 1452 нәпәр сиясий мәһбус һәққидики мәлумат, йеңидин игиләнгән толуқлима мәлуматтур.
Нөвәттә бу архиптин америка һөкүмити вә дөләт мәҗлиси хитай сияситини бәлгиләштә пайдилинип кәлмәктә. Бу архип комитетниң тор бети арқилиқ дуняға очуқ тутулған болуп, дунядики хәлқара тәшкилатлар, тәтқиқат орунлири; ахбарат вә маарип орунлириму бу архиптин ишәнчлик вә тәрәпсиз мәнбә сүпитидә пайдилинип кәлмәктә.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.